Logo YouVersion
Icona Cerca

Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 17

17
Гуна вә ишәнч тоғрисида
1Һәзрити Әйса шагиртлириға мундақ деди:
— Кишиләрни гуна қилдуридиған сәвәпләрниң болуши муқәррәр. Лекин бу сәвәпләрни пәйда қилғанларниң һалиға вай! 2Бундақ адәмниң бойниға йоған түгмән теши есилған һалда деңизға ташлаветилгини әвзәл. Чүнки бу җаза Маңа йеңидин ишәнгәнләрниң бирини аздурған кишигә берилидиған җазадин яхширақ. 3Шуңа силәрму немә қиливатқиниңларға пәхәс болуңлар!
Бирақ қериндишиңлар гуна қилған болса, несиһәт қилиңлар. У товва қилса, уни кәчүрүм қилиңлар. 4Мабада у бир күн ичидә силәргә йәттә қетим гуна қилип, һәр қетим келип товва қилса, гуналириниң һәммисини кәчүрүм қилиңлар.
5Он икки шагирти һәзрити Әйсаға:
— Ишәнчимизни күчәйткәйсиз, — дейишти.
6Һәзрити Әйса уларға мундақ деди:
— Силәрдә қича уруғидәк чоңлуқта болсиму ишәнч болсиди, әву үҗмә дәриғигә: «Йилтизиңдин қомурулуп деңизға көч!» десәңлар, у силәргә бойсунуп, деңизға көчкән болатти.
Қулниң вәзиписи
7— Әгәр мәлум бириңларниң териқчилиқ қилидиған яки қой бақидиған қулуңлар болуп, у даладин қайтип кәлгәндә: «Тезирәк келип тамиғиңни йәвал», дәйсиләрму? 8Яқ! Бәлки униңға: «Пәртуқни тарт, авал кәчлик тамақ тәйярлап, мени ғизаландурғин, андин берип тамиғиңни йә», дәйсиләр. 9Қулуңлар буйруғуңларни бәҗа кәлтүрсә, униңға рәхмәт ейтамсиләр? Чоқум ейтмайсиләр. 10Силәрму шуниңға охшаш, Худа буйруған һәр қандақ бир ишни орунлиғиниңларда: «Биз әрзимәс қуллириң, пәқәт өз вәзипимизнила орунлидуқ», дәңлар.
Һәзрити Әйсаниң он кесәлни сақайтиши
11Һәзрити Әйса Йерусалимға бериш сәпиридә Самарийә билән Җәлилийә өлкилири чегарилинидиған районлардин өтүп кетиветип, 12бир йезиға киргинидә, Униң алдиға мохо кесилигә гириптар болған он адәм кәлди. Улар напак болғачқа, йеқин кәлмәй жирақта тохтап:
13— Әй Устазимиз Әйса, бизгә рәһим қилғайсиз! — дәп вақириди. 14Һәзрити Әйса уларни көрүп:
— Роһанийларға берип көрүнүңлар. Силәрниң әнди пакланғанли­ғиңларни тәкшүрсун, — деди.
Улар йолда кетиватқанда моходин сақайди. 15Уларниң ичидә бири өзиниң сақийип кәткәнлигини көрүп, дәрһал жуқури аваз билән Худаға мәдһийә ейтип, кәйнигә қайтти 16вә һәзрити Әйсаниң айиғиға жиқилип тәшәккүр ейтти. Бу адәм йәһудийлар яман көридиған самарийәликләрдин еди.
17Һәзрити Әйса буни көрүп турғанларға:
— Сақайғанлар он адәм әмәсмиди? Қалған тоққузи қени? 18Йәһудий әмәс бу самарийәликтин башқа, Худаға шүкүр ейтидиған киши йоқму?! — деди.
19Андин һәзрити Әйса һелиқи адәмгә:
— Орнуңдин тур, маңғин. Маңа ишәнгәнлигиң үчүн Худа сени сақайтти, — деди.
Худаниң Падишалиғиниң намайән болуши
20Бәзи пәрисийләр һәзрити Әйсадин Худаниң Падишалиғиниң қачан намайән болидиғанлиғини сориди. Һәзрити Әйса уларға мундақ җавап бәрди:
— Худаниң Падишалиғиниң намайән болуши көз билән көргили болидиған иш әмәс. 21«Қараңлар, у мана бу йәрдә!» яки «У йәрдә!» дәп һеч ким дәләлмәйду. Чүнки Худаниң Падишалиғи дилиңлардидур.
22Кейин шагиртлириға йәнә мундақ деди:
— Шундақ күнләр келидуки, силәр Мениң, йәни Инсан Оғлиниң қайтип келип, һөкүм сүридиған күнлириниң бирәрсини көрүшкә тәшна болисиләр, амма көрәлмәйсиләр. 23Бәзиләр силәргә: «Қараңлар, Қутқазғучи у йәрдә!» яки «Қараңлар, У бу йәрдә!» десә, чиқип қаримаңлар вә уларниң кәйнидин жүгримәңлар. 24Чүнки чақмақ чеқип, асманни бу четидин у четигичә қандақ йорутқан болса, Инсан Оғлиниң йетип келидиған күниму шундақ болиду. 25Лекин У авал нурғун азап-оқубәтләрни тартиши вә бу әвлат йәһудийлар тәрипидин рәт қилиниши керәк.
26Нуһ пәйғәмбәрниң заманида қандақ болған болса, Инсан Оғли­ниң келидиған заманидиму шундақ болиду. 27У заманниң кишилири Нуһ пәйғәмбәр кемигә олтарған күнгичә, адәттикичә йәп-ичип, өйлүк-очақлиқ болуп кәлгән еди. Туюқсизла топан келип, кемигә чүшмигән­ләрниң һәммисини һалак қилди. 28Йәнә шуниңдәк, әҗдадимиз Ибраһим­ниң җийәни Лутниң заманидиму кишиләр адәт­тикичә йәп-ичип, сода-сетиқ қилип, териқчилиқ қилатти вә өйләрни ясатти. 29Лекин Лут Содом шәһиридин айрилған күни, асман­дин от билән гуңгут йеғип, Содом шәһиридикиләрниң һәмми­сини көйдүрүп һалак қилди. 30Инсан Оғлиниң қайтип келидиған күниму әйнә шундақ болиду!
31У күни өгүздикиләр өйидики нәрсә-керәклирини алмай қачсун. Етизларда ишләватқанларму мал-мүлүклирини еливелиш үчүн өйигә қайтмай қечип кәтсун. 32Лутниң аялиниң мал-мүлкигә көзи қиймай кәйнигә қарап, таш тузға айлинип қалғанлиғи есиңларда болсун! 33Чүнки өзи үчүнла яшайдиғанлар әксичә һаятидин мәһрум болиду. Бирақ өз хаһишидин ваз кечип, Мениң үчүн яшайдиғанлар һаятини сақлалайду.
34Билип қоюңларки, Мән қайтип келидиған кечә бир орунда ятқан икки кишиниң бири қалдурулуп, йәнә бири асманға елип кетилиду. 35Түгмән теши билән ун тартиватқан икки аялниң бири қалдурулуп, йәнә бири асманға елип кетилиду. 36Етиздики икки кишидин бири елип кетилип, йәнә бири қалдурулиду.
37— Әй Рәббимиз, бу вақиәләр қәйәрдә йүз бериду? — дәп сориди шагиртлар.
— Җәсәт қәйәрдә болса, қузғунлар шу йәргә топлиниду, — дәп җавап бәрди һәзрити Әйса.

Evidenziazioni

Condividi

Copia

None

Vuoi avere le tue evidenziazioni salvate su tutti i tuoi dispositivi?Iscriviti o accedi