Logo YouVersion
Icona Cerca

Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 8

8
Һәзрити Әйсаға әгәшкән аяллар
1Узун өтмәй һәзрити Әйса Җәлилийә өлкисидики шәһәр, йеза-қишлақларға берип, Худаниң Падишалиғиға даир Хуш Хәвәрни тарқатти. Он икки шагиртиму Униң билән биргә барди. 2Булардин башқа, йәнә җин вә кесәллик азаплиридин қутқузуп сақайтилған бәзи аялларму болуп, уларниң арисида, тенидин йәттә җин һайдап чиқирилған мәҗдәллик Мәрийәм, 3Һирод ханниң сарай әмәлдари Хузаниң аяли Йоанна, Сузана вә башқа бир мунчә аялларму бар еди. Булар өз мал-мүлүклири билән һәзрити Әйса вә Униң шагирт­лириға ярдәмдә болди.
Уруқ чечиш тоғрисидики тәмсил
4Халайиқ һәр қайси жутлардин һәзрити Әйса билән көрүшкили үзүлмәй келип туратти. Бир күни нурғун адәм жиғилғанда, һәзрити Әйса уларға төвәндики тәмсилни сөзләп бәрди:
5— Бир дехан уруқ чачқили етизиға чиқипту. Чачқан уруқлириниң бәзилири чиғир йол үстигә чүшүп, кишиләрниң аяқ астида қапту вә қушларға йәм бопту. 6Бәзилири асти ташлиқ топиға чүшүпту. Амма йәрдики нәмлик йетишмигәнликтин уруқлар үнүп чиққандин кейин қуруп кетипту. 7Бәзилири тикәнләрниң арисиға чүшүпту. Майсилар тикәнләр билән бой талишип өсүпту. Бирақ нәтиҗидә тикәнләр майсиларни бесивапту. 8Бәзилири болса үнүмлүк топиға чүшүп, убдан өсүп, йүз һәссиләп һосул берипту.
Һәзрити Әйса жуқури аваз билән йәнә:
— Бу сөзләрни қулиғиңларда чиң тутуңлар! — деди.
9Кейин Униң шагиртлири Униңдин бу тәмсилниң мәнасини сориди. 10Һәзрити Әйса уларға мундақ деди:
— Худаниң Падишалиғиниң сирлири силәрниң билишиңларға берилди. Бирақ башқиларға кәлсәк, уларға тәмсилләр биләнла чүшәндүримән. Шуниң үчүн улар сөзүмни аңлисиму чүшәнмәйду. Бу әһвал Йәшая пәйғәмбәрниң дегинидәк болди: «Улар қарисиму көрмәйду, аңлисиму чүшәнмәйду».
11Бу тәмсилниң мәнаси мундақ:
— Уруқ Худаниң сөзидур. 12Чиғир йолдики топиға чүшкән уруқлар шундақ кишиләргә тәмсил қилинғанки, улар Худаниң сөзини аңлисиму, уни қобул қилмайду. Шәйтан уларни ишәнч арқилиқ қутқузулмисун дәп, уларниң көңлидин Худаниң сөзини елип қечип кетиду. 13Ташлиқ топиға чүшкән уруқлар Худаниң сөзини аңлиған һаман хошаллиқ билән қобул қилғанларға тәмсил қилинған. Улар буниңға бир мәһәл ишәнгән болиду, амма уларниң йилтизи болмиғанлиғи үчүн, бирәр мүшкүллүккә йолуқсила, бәрдашлиқ берәлмәйду. 14Тикәнликкә чүшкән уруқларға кәлсәк, улар шундақ кишиләргә тәмсил қилинғанки, улар Худаниң сөзлирини аңлисиму, узун өтмәй көңлигә бу дунияниң әндишә, байлиқ вә һалавәтлириниң езиқтурушлири киривелип, Худаниң сөзини боғуветидудә, улар һосулсиз қалиду. 15Үнүмлүк топиға чүшкән уруқлар болса, Худаниң сөзини аңлайдиған, уларни пак вә чин дилида чиң сақлайдиған, һосул бәргичә сәвир қилидиған кишиләрдур.
Худаниң һәқиқити ашкариланмақта
16Һәзрити Әйса шагиртлириға йәнә:
— Чирақни йеқип, уни бирәр нәрсә билән йепип қойидиған яки каривәтниң астиға йошуруп қойидиған киши йоқ, әлвәттә. Әксичә өйгә киргәнләр ениқ көрәлисун дәп, уни җәзмән чирақданниң үстигә қойиду. 17Чүнки йепиқ қоюлған һәр қандақ нәрсә ашкарә болмай қалмайду. Йошурулған һәр қандақ нәрсә билинмәй қалмайду. 18Шуниң үчүн Мениң Худаниң һәқиқити тоғрисида ейтқанлиримни көңүл қоюп аңлаңлар. Чүнки кимдә әқил-парасәт болса, униңға техиму көп берилиду. Лекин кимдә әқил-парасәт болмиса, өзидә бар дәп қаралғиниму елип кетилиду, — деди.
Һәзрити Әйсаниң аниси вә инилири
19Һәзрити Әйсаниң аниси вә инилири Униң билән көрүшкили кәлди. Лекин адәм көп болғачқа, йениға келәлмигән еди. 20Бир киши һәзрити Әйсаға:
— Аниңиз вә инилириңиз Сиз билән көрүшимиз дәп, сиртта туриду, — деди.
21— Худаниң сөзини аңлап, униңға әмәл қилғанларниң һәммиси Мениң анам вә ака-инилиримдур, — деди һәзрити Әйса көпчиликкә.
Һәзрити Әйсаниң боранни тохтитиши
22Бир күни һәзрити Әйса шагиртлири билән кемигә чүшүп, уларға:
— Көлниң у қетиға барайли, — деди. Шуниң билән улар йолға чиқти. 23Кемә кетиватқанда һәзрити Әйса ухлап қалди. Уштумтут қаттиқ боран чиқип, кемигә су тошуп, һәммиси интайин ховуп ичидә қалди. 24Шагиртлар һәзрити Әйсани ойғитип:
— Устаз, Устаз, ғәриқ болуш алдида туримиз! — деди.
Һәзрити Әйса ойғинип, боран-чапқунға буйруқ қилған еди, боран тохтап, долқун пәсләп, һәммиси тиничланди. Андин У шагиртлириға бурулуп:
25— Ишәнчиңлар нәгә кәтти? — деди.
Шагиртлар һәм һәйран болуп, һәм қорқушуп, бир-биригә:
— Бу Адәм зади кимду? Буйруқ қилса, һәтта боран вә долқунларму Униң гепини аңлайдикән һә! — дәп кетишти.
Һәзрити Әйсаниң җин чаплашқан адәмни сақайтиши
26Һәзрити Әйса шагиртлири билән Җәлилийә көлиниң у четидики герасалиқлар турған йәргә барди. 27Һәзрити Әйса қирғаққа чиқишиға, шәһәрдин кәлгән җин чаплашқан бири Униң алдиға кәлди. Бу адәм узундин бери кийим киймәй, өйдә турмай, гөр қилинидиған өңкүрләрдә яшатти. 28У һәзрити Әйсани көрүши биләнла Униң айиғиға жиқилип:
— Улуқ Худа Оғли Әйса, ишимға арилашма! Сәндин өтүнимәнки, мени қийнима! — дәп вақирап кәтти. 29Униң бундақ дейишиниң сәвәви, һәзрити Әйса җинға униң тенидин чиқишини буйруған еди. Җин бу адәмни узун вақит илкигә еливалған еди. Хәлиқ бу адәмни көп қетим зәнҗир-кишәнләр билән бағлап, қамап қойған болсиму, у уларни үзүп қечип чиқип, җин тәрипидин чөл-баяванларға елип кетиләтти.
30Һәзрити Әйса бу адәмдин:
— Исмиң немә? — дәп сориди.
— Исмим «Миңлиған», — дәп җавап бәрди бу адәмни сөзлити­ватқан җин. Чүнки бу адәмгә миңлиған җинлар чаплишивалған еди. 31Улар һәзрити Әйсаға өзлирини шәйтанға тәйярланған теги йоқ һаңларға сүргүн қилмаслиғини өтүнүп ялвурди.
32Шу әтраптики тағ бағрида чоң бир топ тоңғуз падиси озуқли­нип жүрәтти. Җинлар һәзрити Әйсаға ялвуруп, тоңғузларниң тенигә кирип кетишигә иҗазәт беришини тәләп қилди. Һәзрити Әйса иҗазәт бәрди. 33Җинлар һелиқи адәмниң тенидин чиқип, тоңғуз­ларға чаплишивалди. Пүтүн тоңғуз падиси терә-перәң болуп, жүгригән пети ярдин чүшүп, көлгә ғәриқ болди.
34Бу һални көргән тоңғуз баққучилар бу йәрдин қечип, шәһәр- йезиларда бу хәвәрни тарқатти. 35У йәрдики кишиләр зади немә иш болғанлиғини көргили бу йәргә келишти. Улар һәзрити Әйсаниң алдиға келип, тенидин җинлар чиқип кәткән һелиқи адәмниң кийим­лирини кийип, әс-һоши җайида һалда һәзрити Әйсаниң алдида олтарғанлиғини көрүп, қорқуп кетишти. 36Бу мөҗүзини көргәнләр һелиқи кишиниң сақийиш җәриянини көпчиликкә сөзләп бәрди. 37Шу йәрдики кишиләр һәзрити Әйсаниң у йәрдин кетишини тәләп қилишти. Чүнки улар интайин қорқушқан еди. Шуңа һәзрити Әйса кемигә чүшүп, қайтип кәтмәкчи болди. 38Тенидин җинлар чиқип кәткән һелиқи киши һәзрити Әйсаға:
— Мәнму Сиз билән биллә кетәй, — дәп ялвурди.
Лекин һәзрити Әйса униңға:
39— Өйүңгә қайтип берип, Худаниң саңа нәқәдәр чоң ишларни қилип бәргәнлигини йәткүзгин, — деди.
У адәм қайтип берип, пүтүн шәһәрни арилап, һәзрити Әйса өзигә қилип бәргән чоң ишларни һәммисигә йәткүзди.
Тирилдүрүлгән қиз вә сақайтилған аял
40Һәзрити Әйса көлниң бу қетиға қайтип кәлгинидә, халайиқ Уни қарши елишти. Чүнки һәммиси Униң қайтип келишини күтүп туратти. 41Қарши алғили чиққанлар ичидә мәлум бир ибадәтханиниң җавапкәр адәмлиридин бири болған Яирму бар еди. У һәзрити Әйсаниң айиғиға жиқилип, өйигә тәклип қилип ялвурди. 42Чүнки униң он икки яшлиқ ялғуз қизи өлүп кетиш алдида туратти.
Һәзрити Әйса у йәргә барғинида, кишиләр Униң әтрапиға зич олишивалди. 43Топниң ичидә хун тәврәш кесилигә гириптар болғи­ниға он икки жил болған бир аялму бар еди. У бар пулини тевипларға хәшләп түгәткән болсиму, һеч ким уни сақайталмиған екән. 44У һәзрити Әйсаниң арқа тәрипидин келип, Униң чапининиң пешини силап қоюведи, хун шу ан тохтиди.
45— Пешимни тутқан ким? — дәп сориди һәзрити Әйса.
Көпчилик «Тутмидуқ», дейишти.
— Устаз, төрт әтрапиңизниң һәммиси адәм, улар Сизни қистап туруватмамду? — деди Петрус.
46Лекин һәзрити Әйса:
— Яқ! Бирси қәстән пешимни тутти. Чүнки вуҗудумдин күч-қудрәт­ниң чиқип кәткинини сәздим, — деди. 47Һелиқи аял һәзрити Әйса­ниң сезип қалғанлиғини билип, титригән һалда Униң алдиға келип, айиғиға жиқилди вә көпчиликкә өзиниң һәзрити Әйсаниң пеши­ни немишкә тутқанлиғини һәм шу ан сақийип кәткәнлигини ейтти.
48— Қизим, ишәнчиң сени сақайтти! Теч-аман бол, — деди һәзрити Әйса униңға.
49Һәзрити Әйса бу сөзни қиливатқанда, ибадәтхана җавапкәриниң өйидин кәлгән бири Яирға:
— Қизиң өлүп кәтти. Әнди Устазни аварә қилмайли, — деди.
50Буни аңлиған һәзрити Әйса Яирға:
— Қорқмиғин! Маңа ишәнгин! У сақийип кетиду, — деди.
51Һәзрити Әйса Яирниң өйигә барғанда, Петрус, Юһанна, Яқуп вә қизниң ата-анисидин башқа кишиләрниң Өзи билән биллә өйгә киришигә рухсәт қилмиди. 52У йәрдикиләр қизға һаза тутуп жиға-зар қилишивататти. Һәзрити Әйса уларға:
— Болди, жиғлимаңлар! Қиз өлмиди, ухлап қапту! — деди.
53Бирақ халайиқ Уни мәсқирә қилди. Чүнки қизниң аллиқачан җан үзгәнлигидин уларниң хәвири бар еди. 54Лекин һәзрити Әйса қизниң қолидин тартип:
— Балам, орнуңдин тур, — дәп чақирди. 55Қизниң роһи тенигә қайтип келип, у дәрһал орнидин турди. Һәзрити Әйса уларға қизниң қосиғиға бир нәрсә беришни буйриди. 56Қизниң ата-аниси наһайити һәйран қелишти. Лекин һәзрити Әйса уларға бу ишни һеч кимгә ейтмаслиқни тапилиди.

Evidenziazioni

Condividi

Copia

None

Vuoi avere le tue evidenziazioni salvate su tutti i tuoi dispositivi?Iscriviti o accedi