Петрус униңға:
— Һанания, немишкә ичиңгә шәйтанни киргүзүп, йәр сатқан пулниң бир қисмини өзәңгә қалдуруш билән Муқәддәс Роһқа ялған ейттиң? Йәр сетилмиғанда сениң еди, сетилғандин кейин пулму өзәңниң. Шундақ туруп, йәнә немишкә ғәрәзлик һалда: «Пулниң һәммиси мошу», дәп кәлдиң? Сән инсанғила әмәс, Худағиму ялған ейттиң! — деди.
Һанания бу сөзни аңлиған һаман жиқилип, җан үзди. Бу ишни аңлиғучилар бәк қорқушуп кәтти.