Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 1
1
Муқәддимә
1Һөрмәтлик Теофилос:
Дәсләпки хетимдә һәзрити Әйса Өзиниң вәзиписини башлиғандин тартип, таки асманға көтирилгичә қилған һәммә ишлирини вә бәргән барлиқ тәлимлирини баян қилған едим. 2У асманға көтирилиштин илгири Худаниң Муқәддәс Роһиниң күч-қудрити билән Өзи таллиған әлчилиригә йол-йоруқларни бәргән еди. 3У өлүп, тирилгәндин кейин қириқ күн ичидә уларға көп қетим көрүнүп, Өзиниң тирилдүрүлгәнлигиниң гумансиз екәнлигини нурғун дәлилләр билән испатлиған еди вә Худаниң Падишалиғиға даир сөзләрни қилған еди.
4Бир қетим һәзрити Әйса әлчиләр билән ғизалиниватқанда, уларға йол-йоруқ берип мундақ деди:
— Йерусалим шәһиридин кәтмәй туруп, Мән силәргә ейтқинимдәк, Худа Атам силәргә беришни вәдә қилған Муқәддәс Роһни күтүңлар. 5Чүнки Йәһия пәйғәмбәр кишиләрни суда чөмүлдүрди, силәр болсаңлар бир нәччә күн ичидә Худаниң Муқәддәс Роһиға чөмдүрүлисиләр.
Һәзрити Әйсаниң асманға көтирилиши
6Әлчиләр һәзрити Әйса билән җәм болған вақитта, Униңдин:
— Әй Рәббимиз, шу вақитта Исраил падишалиғини әслигә кәлтүрмәкчимусиз? — дәп сориди.
7Һәзрити Әйса уларға мундақ деди:
— Худа Атам у вақит-саатни Өз һоқуқиға асасән бәлгүлигән. Силәрниң буни билишиңлар тегишлик әмәс. 8Бирақ шуни билишиңлар керәкки, Муқәддәс Роһ вуҗудуңларға чүшкәндә, силәр күч-қудрәткә толуп, Йерусалим, пүтүн Йәһудийә вә Самарийә өлкилири, һәтта дунияниң булуң-пушқақлириғичә Маңа гувачи болисиләр.
9Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилип болуп, уларниң көз алдидила асманға көтирилди. Бир парчә булутниң оравелиши билән, У көпчиликниң нәзәридин ғайип болди.
10У асманға көтирилгәндә, әлчиләр көзлирини көккә тикип қаришип қалди, тосаттин уларниң йенида ақ кийим кийгән адәм қияпитидики икки периштә пәйда болуп:
11— Әй җәлилийәликләр, немишкә бу йәрдә асманға қарап турисиләр? Һәзрити Әйса асманға чиқип кәтти, бирақ У қандақ көтирилгән болса, кәлгүсидә йәнә шундақ қайтип келиду, — деди.
Йәһуданиң орниға талланған киши
12Шуниңдин кейин әлчиләр Йерусалимдин бир чақиримчә жирақлиқтики Зәйтун теғи дегән җайдин Йерусалимға қайтип кәлди. 13Улар шәһәргә кирип, өзлири туруватқан өйниң үстүнки қәвитидики һоҗриға чиқти. Уларниң арисида Петрус, Юһанна, Яқуп, Әндәр, Филип, Томас, Бартоломай, Мәтта, Һалпайниң оғли Яқуп, вәтәнпәрвәр Симун вә башқа бир Яқупниң оғли Йәһудалар бар еди. 14Улар башқа мәсиһийләр билән дайим бир йәргә җәм болуп, бир нийәттә дуа-тилавәт қилишатти. Уларниң ичидә һәзрити Әйсаниң аниси Мәрийәм, һәзрити Әйсаға әгәшкән аяллар вә Униң инилириму бар еди.
15Шу күнләрниң биридә мәсиһийләрдин бир йүз жигирмигә йеқин киши җәм болушти. Уларниң ичидин Петрус өрә туруп мундақ деди:
16— Бурадәрләр! Һәзрити Әйсани тутуп бәргән Йәһуда һәққидә Муқәддәс Роһниң бурун падиша Давут арқилиқ алдин-ала ейтқан Муқәддәс Язмилардики сөзлири әмәлгә ешиши керәк еди. 17Йәһудаму биздәк бир әлчи болуп, биз билән биллә Худаниң хизмитидә болған еди.
18(Йәһуда қилған әскилиги төләмигә егә болған пулға бир парчә йәр сетивелип, шу йәрдә башчилап жиқилип, үчәй-қерини чугулуп өлди. 19Бу иштин хәвәр тапқан пүтүн Йерусалим аһалиси у йәрни өз тили билән «Һәқәлдәма» дәп аташти. Буниң мәнаси «қан төкүлгән йәр» демәктур.)
20Петрус сөзини давамлаштуруп мундақ деди:
— Зәбурда падиша Давутниң Йәһудаға қаритилған мону сөзлири бар:
«Униң өйи чөлгә айлансун,
Униңда һеч ким олтармисун!»
вә
«Униң вәзиписини башқа бир киши үстигә алсун!»
21-22Шуниң үчүн Рәббимиз Әйсаниң тирилгәнлигигә биз билән тәң гувалиқ бериши үчүн, Йәһуданиң орниға бир кишини таллишимиз керәк. Бу киши һәзрити Әйса Йәһия пәйғәмбәрдин чөмүлдүрүшни қобул қилған күндин башлап, таки асманға көтирилгән күнгичә биз билән баштин ахир биллә болған кишиләрдин болсун, — деди.
23Шуниң билән көпчилик Йүсүп (ләқими Барсаба, грекчә исми Юстус) билән Матия дегән икки кишини алдиға чиқирип, мундақ дуа қилишти:
24-25— Әй Рәббимиз, һәммә адәмниң көңлидики йошурун ойи Саңа аян. Йәһуда өзиниң вәзиписини ташлап өлди вә өзигә тегишлик йәргә кәтти. Әнди у ташлавәткән әлчилик вәзиписигә егә болғучиға бу иккисидин қайсисини таллиғанлиғиңни көрсәткин.
26Дуадин кейин улар бу икки кишигә чәк ташлаведи, чәк Матияға чиқти. Шуниң билән Матия он бир әлчиниң қатариға он иккинчиси болуп қошулди.
Aktuálne označené:
Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 1: HZUTCYR
Zvýraznenie
Zdieľať
Kopírovať
Chceš mať svoje zvýraznenia uložené vo všetkých zariadeniach? Zaregistruj sa alebo sa prihlás
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti

: