Аләмниң яритилиши 11
11
Худаниң тилни көп тилларға бөлүветиши
1Дәсләптә йәр йүзидә бирла тил бар еди, инсанлар пәқәт шу тилдила сөзлишәтти. 2Улар шәриқ тәрәпкә көчүватқинида, Бабилондики бир түзләңликкә келип орунлашти. 3Улар өз ара:
— Хиш қуюп, отта пиширайли! — дәп мәслиһәтләшти.
Буниң билән улар қурулушта ташниң орниға хиш, лайниң орниға қара май ишлитидиған болди.
4Андин улар:
— Бир шәһәр бена қилайли! Шәһәрдә асманға тақашқидәк бир мунара ясап, өз намимизни чиқирип, тәрәп-тәрәпкә тарқилип кетишимиздин сақлинайли! — дейишти.
5Пәрвәрдигар инсанларниң бена қиливатқан шәһәр вә мунарини көргили чүшти. 6Пәрвәрдигар:
— Улар бирлишип бир җамаәт болуп, бир тилда сөзлишидикән. Бу пәқәтла улар қилмақчи болған ишниң башлиниши! Буниңдин кейин улар немә қилишни халиса, шуни қилалайду. 7Биз чүшүп, уларниң тилини қалаймиқанлаштуруветип, уларни бир-бириниң мәхситини уқалмайдиған қилип қояйли, — деди.
8Буниң билән Пәрвәрдигар уларни пүтүн дунияға тарқитивәтти. Улар шәһәр бена қилиш қурулушини тохтатти. 9Шуңа бу шәһәрниң нами Бабил #11:9 Бабил — ибраний тилидики «қалаймиқанчилиқ» дегән сөз билән аһаңдаш. дәп аталди. Чүнки Пәрвәрдигар у йәрдә инсанларниң тиллирини қалаймиқанлаштуруветип, уларни дунияниң һәр қайси җайлириға тарқитивәткән еди.
Самниң әвлатлири
10Самниң әвлатлири төвәндикичә: Топан өтүп иккинчи жили Сам йүз йешида Арпахшадни тапти. 11Кейин у йәнә бәш йүз жил һаят кәчүрүп, йәнә оғул-қиз пәрзәнтләрни көрди.
12Арпахшад оттуз бәш йешида Шалаһни тапти. 13Кейин у йәнә төрт йүз үч жил һаят кәчүрүп, йәнә оғул-қиз пәрзәнтләрни көрди.
14Шалаһ оттуз йешида Әбәрни тапти. 15Кейин у йәнә төрт йүз үч жил һаят кәчүрүп, йәнә оғул-қиз пәрзәнтләрни көрди.
16Әбәр оттуз төрт йешида Пәләгни тапти. 17Кейин у йәнә төрт йүз оттуз жил һаят кәчүрүп, йәнә оғул-қиз пәрзәнтләрни көрди.
18Пәләг оттуз йешида Рағуни тапти. 19Кейин у йәнә икки йүз тоққуз жил һаят кәчүрүп, йәнә оғул-қиз пәрзәнтләрни көрди.
20Рағу оттуз икки йешида Серухни тапти. 21Кейин у йәнә икки йүз йәттә жил һаят кәчүрүп, йәнә оғул-қиз пәрзәнтләрни көрди.
22Серух оттуз йешида Наһорни тапти. 23Кейин у йәнә икки йүз жил һаят кәчүрүп, йәнә оғул-қиз пәрзәнтләрни көрди.
24Наһор жигирмә тоққуз йешида Тәраһни тапти. 25Кейин у йәнә бир йүз он тоққуз жил һаят кәчүрүп, йәнә оғул-қиз пәрзәнтләрни көрди.
26Тәраһ йәтмиш жил өмүр сүрүп, Ибрам, Наһор вә Һаранларни тапти.
Тәраһниң әвлатлири
27Тәраһниң әвлатлири төвәндикичә: Тәраһ Ибрам, Наһор вә Һаранларни тапти. Һаран болса, Лутни тапти. 28Һаран калданиларниң зимини болған өз жути Ур шәһиридә атиси Тәраһтин бурун аләмдин өтти. 29Ибрам Сараһқа өйләнди, Наһор болса Һаранниң қизи Милкаға өйләнди. Һаранниң йәнә Искаһ дегән балисиму бар еди. 30Сараһ туғмас болғачқа, пәрзәнт көрмигән еди.
31Тәраһ оғли Ибрамни, нәвриси Лутни (Һаранниң оғли) вә келини, йәни Ибрамниң аяли Сараһни елип, калданиларниң зимини болған Ур шәһирини қалдуруп, Қанан дегән районға кәтмәкчи еди. Бирақ улар Һаран дегән шәһәргә кәлгәндә, шу йәрдә олтирақлишип қалди. 32Тәраһ икки йүз бәш жил өмүр сүрүп, Һаранда аләмдин өтти.
Aktuálne označené:
Аләмниң яритилиши 11: HZUTCYR
Zvýraznenie
Zdieľať
Kopírovať
Chceš mať svoje zvýraznenia uložené vo všetkých zariadeniach? Zaregistruj sa alebo sa prihlás
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti

: