Аләмниң яритилиши 14
14
Ибрамниң Лутни қутқузуши
1Шу күнләрдә Бабилон беги Амрафил, Елласар беги Арйок, Елам беги Кедорлавмар, Гойим беги Тидал қатарлиқ төрт бәг бирлишип, 2Содом беги Бәра, Гомора беги Бирша, Адма беги Шинап, Сибоим беги Шәмәбәр вә Бела (Зоар дәпму атилиду) беги қатарлиқ бәш бәг билән җәң қилишқа чиқти. 3Бу бәш бәг қошунлирини бирләштүрүп, Сиддим вадисиға жиғди. (Сиддим вадиси һазирқи «Өлүк деңиз» вадисидур.) 4Улар он икки жил Кедорлавмар бегиниң һөкүмранлиғида болуп, он үчинчи жилға кәлгәндә, униңға қарши исиян көтәргән еди.
5Шуңа он төртинчи жили Кедорлавмар бәг өзиниң вә иттипақдаш бәгләрниң қошунлирини башлап берип, Аштарот-Карнаим дегән йәрдә рефаларни йәңди. Кейин Һам дегән йәрдә зузларни вә Шава-Кирятаим түзләңлигидә емларниң һәммисини тар-мар қилди. 6Сәир тағлиқ районида яшаватқан һоритларниму чөл бойидики Әл-Паранғичә қоғлап берип, тар-мар қилди. 7Арқидинла улар Ен-Мишпат, йәни Кадешқа қайтип, амаләкләрниң пүтүн зиминини бесивелип, Һазазун-Тамарда яшаватқан аморларниму тар-мар қилди.
8Буниң билән Содом, Гомора, Адма, Сибоим вә Бела, йәни Зоар қатарлиқ бәш бәгликниң бәглири бирләшмә қошунини башлап, Сиддим вадисиға җәң қилишқа чиқти. 9Улар Елам шәһириниң беги Кедорлавмар, Гойимниң беги Тидал, Бабилонниң беги Амрафил вә Елласарниң беги Арйоктин ибарәт төрт бәг билән җәң қилди. 10Сиддим вадисиниң һәммә йеридә қара май билән толған көлчәкләр бар еди. Содом беги билән Гомора беги қачқан вақтида, қошунлириниң бир қисми көлчәкләргә чүшүп кетип, қалғанлири таққа қечип кәтти.
11Төрт бәг Содом билән Гомораниң пүтүн байлиқ вә ашлиқ-түлүклирини булаң-талаң қилип кәтти. 12У чағда Ибрамниң җийәни Лут Содомда туратти. Улар униму мал-мүлүклири билән қошуп булап кәтти.
13Лекин қутулуп қалған бир киши бу ишларни ибраний #14:13 Ибраний — қедимки йәһудийларни, йәни исраилларни көрситиду. болған Ибрамға мәлум қилди. У чағда Ибрам амор қәбилисидин Мамрә исимлиқ бир кишиниң емән дәрәқлигиниң йенида туратти. Мамрә вә икки иниси — Әшкол вә Анир Ибрамниң иттипақдашлири еди.
14Ибрам җийәни Лутниң әсиргә чүшүп қалғанлиғини аңлап, өз адәмлиридин үч йүз он сәккиз нәпәр җәңчини чақирип, төрт бәгни Дан дегән җайғичә қоғлап барди. 15-16У йәрдә җәңчиләрни бир қанчә қисимға бөлүп, кечиси һуҗум қилип, дүшмәнни мәғлуп қилди. Уларни Дәмәшқниң шималидики Хоба дегән җайғичә қоғлап, булап кәткән һәммә мал-мүлүкни тартивелип, өз җийәни Лутни вә униң пүтүн байлиқлирини, хотун-қизлирини вә башқиму әсиргә чүшкән адәмлирини қайтуруп алди.
Малкисидиқниң Ибрамға бәхит тилиши
17Ибрам Кедорлавмар вә униң билән иттипақдаш һәр қайси бәгләрни мәғлуп қилип, ғалибә билән қайтип кәлгәндә, Содом беги уни қарши елиш үчүн Шава вадисиға (Хан вадиси дәпму атилиду) чиқти.
18Улуқ Худаниң роһанийи һәм Салимниң беги Малкисидиқму нан вә шарап елип, Ибрамниң алдиға чиқип, 19униңға бәхит тиләп:
«Пүтүн аләмниң Яратқучиси болған улуқ Худа Ибрамни бәхитлик қилғай!
20Сени дүшминиң үстидин ғалибә қилдурған улуқ Худа мәдһийиләнгәй!» деди.
Ибрам олҗа алған нәрсиләрниң ондин бирини Малкисидиққа тәғдим қилди. 21Содом беги Ибрамға:
— Олҗиларниң һәммиси саңа мәнсүп, лекин адәмлиримни қайтуруп бәр! — деди.
22Ибрам униңға:
— Пүтүн аләмниң Яратқучиси болған Пәрвәрдигар улуқ Худа алдида қәсәм қилимәнки, 23мән сениң һәр қандақ нәрсәңни, һәтта бир тал жипиңни яки кәшәңниң боқучиниму алмаймән. Болмиса, сән кейин: «Мән Ибрамни бай қилип қойдум!» дейиштин янмайсән.
24Шуниң үчүн адәмлиримниң йегининила һесаплаймән. Униңдин башқа һеч немини алмаймән. Лекин мениң иттипақдашлирим Анир, Әшкол вә Мамрәләргә олҗилардин тегишлигини айрип бәрсәң болди, — деди.
Aktuálne označené:
Аләмниң яритилиши 14: HZUTCYR
Zvýraznenie
Zdieľať
Kopírovať
Chceš mať svoje zvýraznenia uložené vo všetkých zariadeniach? Zaregistruj sa alebo sa prihlás
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti

: