Аләмниң яритилиши 16
16
Исмаилниң туғулуши
1Ибрамниң аяли Сараһ туғмас еди. Бирақ униң Һәҗәр исимлиқ мисирлиқ бир қиз хизмәткари бар еди. 2Сараһ Ибрамға:
— Пәрвәрдигар мени туғмас яритипту, әнди сиз мениң қиз хизмәткарим билән бир ястуққа баш қоюң! Бәлким у маңа бир оғул туғуп берәр, — деди.
Ибрам Сараһниң бу сөзигә қошулди. 3Шуниң билән Сараһ Һәҗәрни Ибрамға кичик хотунлуққа бәрди. (Бу вақиә Ибрам Қананда он жил турғанда йүз бәрди.) 4Ибрам Һәҗәр билән биллә болғандин кейин, Һәҗәр һамилдар болуп қалди. У өзиниң һамилдар болғанлиғини сезип, мәғрурлинип, Сараһни көзгә илмайдиған болуп қалди.
5Сараһ Ибрамға:
— Һәммини қилған сән! Мән Һәҗәрни саңа қошуп қойған. Әндиликтә у өзиниң һамилдарлиғини билипла, мени көзгә илмайдиған болувалди. Сениң яки мениң тоғра екәнлигигә Пәрвәрдигар Өзи һөкүм қилсун! — деди.
6Ибрам:
— У сениң хизмәткариң, у сениң илкиңдә. Униңға қандақ муамилә қилиш сениң ихтияриң, — дәп җавап бәрди.
Буниң билән Сараһ Һәҗәрни бозәк қилди, шуңа Һәҗәр Ибрамниң өйидин қечип кәтти.
7Периштәниң қияпитидә көрүнгән Пәрвәрдигар #16:7 Сөзму-сөз тәрҗимиси: «Пәрвәрдигарниң периштәси» болуп, Тәвратта бу көп вақитларда периштә қияпитидә көрүнгән Худаниң Өзини көрситиду. Һәҗәрни чөлдики бир булақниң йенида көрди. Булақ Шур дегән йәргә баридиған йолниң бойида еди. 8Периштә униңдин:
— Әй Сараһниң хизмәткари Һәҗәр, сән қәйәрдин кәлдиң? Нәгә кетиватисән? — дәп сориди.
— Мән аял ғоҗайиним Сараһниң йенидин қечип чиқтим, — дәп җавап бәрди Һәҗәр.
9Периштә униңға:
— Сән аял ғоҗайиниңниң йениға қайтип берип, униңға бойсунғин, — деди.
10Периштә йәнә мундақ деди:
— Мән сениң әвладиңни шундақ көпәйтимәнки, уларни һеч ким саналмайдиған қилимән. 11Сән һамилдар болуп, бир оғул туғисән, исмини Исмаил #16:11 «Исмаил» — «Аңлиғучи Худа» дегән мәнани билдүриду. қойғин, чүнки сениң дат-пәриядиң Пәрвәрдигарға йәтти. 12Сениң оғлуңниң мүҗәзи бир явайи ешәккә охшайду. Һәммә йәргә берип кишиләр билән җедәл чиқириду. Кишиләрму униңға қаршилиқ көрситиду. У туққанлириға өчмәнлик қилип яшайду.
13Һәҗәр өз-өзигә: «Мән расттинла маңа ғәмхорлуқ қилған Худани көрдүм!» деди. Шуниң билән у өзигә сөз қилған Пәрвәрдигарни «Ел-роа» #16:13 «Ел-роа» — «мени көргүчи Худа» дегән мәнани билдүриду. дәп атиди. 14Шуңа кишиләр у булаққа Беер-лаһайрой #16:14 «Беер-лаһайрой» — «мени көргүчи Худаниң булиғи» дегән мәнани билдүриду. дәп нам қойди. Бу булақ һазирму Кадеш билән Бәрәд шәһириниң оттурисидидур.
15Һәҗәр Ибрамға бир оғул туғуп бәрди. Ибрам униңға Исмаил дәп ат қойди. 16У чағда Ибрам сәксән алтә яшта еди.
Aktuálne označené:
Аләмниң яритилиши 16: HZUTCYR
Zvýraznenie
Zdieľať
Kopírovať
Chceš mať svoje zvýraznenia uložené vo všetkých zariadeniach? Zaregistruj sa alebo sa prihlás
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti

: