Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 6
6
Бәш миң адәмниң тойдурулуши
1Бир мәзгилдин кейин һәзрити Әйса Җәлилийә көлиниң (Тиберийә көли дәпму атилидиған көл) у қетиға өтти. 2Зор бир топ халайиқ Униң кәйнидин әгишип маңди, чүнки улар Униң кесәлләрни сақайтқан мөҗүзилирини көргән еди. 3Һәзрити Әйса таққа чиқип, у йәрдә шагиртлири билән биллә олтарди. 4Бу йәһудийларниң «Өтүп кетиш» һейтиға аз қалған вақит еди. 5Һәзрити Әйса бешини көтирип, зор бир топ халайиқниң Өзиниң алдиға келиватқанлиғини көрүп, Филиптин:
— Шунчә көп адәмни тойдурғидәк нанни нәдин тапимиз? — дәп сориди. 6Һәзрити Әйса бу сөзни уни синаш үчүн ейтқан еди, әмәлиятта қандақ қилишни Өзи биләтти.
7Филип җававән:
— Һәммисиниң бир бурдидин нан йейиши үчүн йерим жиллиқ киримму йәтмәйду! — деди.
8Шагиртлардин йәнә бири, Симун Петрусниң иниси Әндәр һәзрити Әйсаға:
9— Бу йәрдә бир кичик бала болуп, униңда бәш арпа нан билән икки белиқ бар, лекин бунчивала адәм үчүн бу немигә йәтсун? — деди.
10— Көпчиликни олтарғузуңлар, — деди һәзрити Әйса.
У йәр кәң кәткән чимәнзарлиқ еди. Халайиқниң һәммиси олтарди. У йәрдики әрләрниң санила бәш миңчә бар еди. 11Һәзрити Әйса нанларни қолиға елип, Худаға шүкүр ейтқандин кейин, олтарғанларға бөлүп бәрди. Белиқларниму шундақ қилди. Көпчилик халиғанчә йеди. 12Һәммиси йәп тойғанда, һәзрити Әйса шагиртлириға:
— Ешип қалғинини жиғиңлар, һеч нәрсә зайә болмисун, — деди.
13Шуниң билән улар көпчиликниң бәш арпа нандин йәп ешип қалғинини он икки севәткә толтуруп жиғивалди.
14Халайиқ һәзрити Әйсаниң көрсәткән бу мөҗүзисини көрүп: «Дунияға келишини Муса пәйғәмбәр алдин-ала ейтқан Пәйғәмбәр һәқиқәтән мошу екән!» дейишти. 15Һәзрити Әйса уларниң Өзини исраилларниң падишаси болушқа мәҗбурлайдиғанлиғини билип, улардин айрилип, қайтидин таққа тәнһа чиқип кәтти.
Һәзрити Әйсаниң су үстидә меңиши
16Кәчқурун һәзрити Әйсаниң шагиртлири көл бойиға келишти. 17Гәрчә қараңғу чүшүп кәткән болсиму, һәзрити Әйса техичә уларниң йениға кәлмигән еди. Шуниң билән улар бир кемигә олтирип, көлниң у қетидики Кәпәрнаһум шәһиригә қарап йол елишти. 18Қаттиқ боран чиқип, көлдә долқун көтириливататти. 19Шагиртлар палақ уруп төрт-бәш чақирим йәргичә барғандин кейин, һәзрити Әйсаниң көл үстидә меңип кемигә йеқинлишиватқанлиғини көрүп қорқушуп кәтти. 20Лекин һәзрити Әйса уларға:
— Қорқмаңлар, бу Мән! — деди.
21Буниң билән улар һәзрити Әйсани кемигә чиқишқа чақирди. У кемигә чиққандин кейинла, улар бармақчи болған йеригә берип қалди.
Һәзрити Әйса — роһий озуқтур
22Иккинчи күни көлниң у қетида қалған халайиқ түнүгүнки күндә у йәрдә пәқәт бирла кеминиң барлиғини, һәзрити Әйсаниң Өз шагиртлири билән биллә у кемигә олтармиғанлиғини, шагиртлириниң ялғуз кәткәнлигини есигә алди. 23Бир нәччә кемә Тиберийә шәһиридин һәзрити Әйса дуа қилип, халайиққа нан тарқитип бәргән йәргә йеқин келип тохтиди. 24Һәзрити Әйсаниң вә шагиртлириниң у йәрдә әмәслигини билгән халайиқ у кемиләргә олтирип, Кәпәрнаһум шәһиригә һәзрити Әйсани издигили маңди.
25Халайиқ Уни көлниң у қетида тапқандин кейин:
— Устаз, бу йәргә қачан кәлдиңиз? — дәп сорашти.
26Һәзрити Әйса мундақ җавап бәрди:
— Билип қоюңларки, силәр Мени мөҗүзилиримни көрүп чүшәнгәнлигиңлар үчүн әмәс, бәлки нанлардин халиғанчә йәп тойғанлиғиңлар үчүн издидиңлар. 27Бирақ силәр бузулидиған озуқлуқ үчүн әмәс, бузулмайдиған, мәңгүлүк һаят беридиған озуқлуқ үчүн җан етип ишләңлар! Буни силәргә Инсан Оғли — Өзәм беримән, чүнки Мениң бундақ қилишимни Худа Атам тәстиқлигән.
28Улар:
— Қандақ қилғанда, Худаниң хизмитидә болалаймиз? — дәп сорашти.
29— Худаниң хизмити — Худаниң Әвәткинигә ишиништур, — дәп җавап бәрди һәзрити Әйса.
30Улар йәнә:
— Сиз қандақ мөҗүзә яритиш билән бизни Өзиңизгә ишәндүрисиз? Бизгә немә қилип бәрмәкчисиз? 31Әҗдатлиримиз чөлдә жүргәндә, «манна» дәп аталған нан йегән. Бу һәқтә Зәбурда: «У уларға асмандин чүширилгән нан тәғдим қилди», дейилгән. Сиз бизгә немә тәғдим қилмақчисиз? — дейишти.
32Бирақ һәзрити Әйса уларға мундақ деди:
— Билип қоюңларки, әҗдатлириңларға асмандин чүшкән нанни Муса пәйғәмбәр әмәс, бәлки Худа Атам бәргән. Мана һазирму силәргә асмандин чүшкән һәқиқий нанни Худа Атам бериватиду. 33Бу нан асмандин чүшкәндур вә пүтүн дунияға һаятлиқ бәргүчидур.
34— Тәхсир, һемишәм бизгә бундақ нан берип турғайсиз! — дейишти улар.
35Һәзрити Әйса мундақ деди:
— Һаятлиқ беридиған нан Өзәмдурмән! Мениң йенимға кәлгәнләр һәргиз ач қалмайду. Маңа ишәнгәнләр һеч қачан уссимайду. 36Лекин силәргә ейтқинимдәк, силәр Мени көргән болсаңларму, Маңа ишәнмәйватисиләр.
37Худа Атам Маңа тапшурғанларниң һәммиси Мениң йенимға келиду. Мениң йенимға кәлгәнләрни һәргиз ташлавәтмәймән. 38Чүнки Мән Өз ирадәмни әмәс, Мени Әвәткүчиниң ирадисини әмәлгә ашуруш үчүн асмандин чүштүм. 39Мени Әвәткүчиниң ирадиси болса, Униң Маңа тапшурғанлиридин бириниму йоқатмаслиғим, шундақла қиямәт күни уларниң һәммисини тирилдүрүп, мәңгүлүк һаятқа ериштүрүшүмдин ибарәт. 40Чүнки Мениң Атамниң ирадиси Оғлини, йәни Мени тонуған вә Маңа ишәнгәнләрниң һәммисини мәңгүлүк һаятқа ериштүрүштур. Мән уларни қиямәт күни тирилдүрүп, мәңгүлүк һаятқа ериштүримән.
41Һәзрити Әйса: «Асмандин чүшкән нан Өзәмдурмән!» дегәнлиги үчүн, йәһудийлар Униңға нарази болуп, ғудуңшишқа башлиди. 42«Бу Йүсүпниң оғли Әйса әмәсму? Атисиниму, анисиниму тонуйдиған турсақ, йәнә қандақларчә: Асмандин чүштүм, дәләлисун?» дейишәтти улар.
43— Маңа ғудуңшимаңлар, — деди һәзрити Әйса, — 44Мени әвәткән Худа Атам Өзи кишиләрниң қәлбигә салмиса, улар Мениң йенимға келәлмәйду. Мениң йенимға кәлгән кишиләрни қиямәт күни тирилдүримән. 45Пәйғәмбәрләрниң Язмилирида мундақ йезилған: «Уларниң һәммисигә Худа тәрипидин тәлим берилиду». Шуңа Атамниң тәлимини аңлиған вә Униңдин үгәнгән кишиләр Мениң йенимға келиду. 46Бу Атамни бир киши көргән дегәнлик әмәс. Атамни пәқәт Униң йенидин Кәлгүчи Мәнла көргән.
47Билип қоюңларки, Маңа ишәнгәнләр мәңгүлүк һаятқа аллиқачан еришкән болиду. 48Һаятлиқ беридиған «нан» Өзәмдурмән. 49Гәрчә әҗдатлириңлар чөлләрдә манна йегән болсиму, йәнила өлди. 50Лекин асмандин чүшкән шундақ бир «нан» барки, уни йегәнләр өлмәйду. 51Асмандин чүшкән «һаятлиқ беридиған нан» Өзәмдурмән. Кимду-ким бу «нандин» йесә, мәңгү яшайду. Бу «нан» Мениң тенимдур. Мән дуниядики инсанлар һәқиқий һаятқа егә болсун, дәп уни атимақчи.
52Бу сөз билән улар хапа болушуп:
— Бу адәм бизниң йейишимизгә Өз тенини қандақ берәләйду? — дейишип талаш-тартиш қилишқа башлиди.
53Һәзрити Әйса уларға мундақ деди:
— Билип қоюңларки, Инсан Оғлиниң тенини йемигичә вә қенини ичмигичә силәрдә мәңгүлүк һаят болмайду. 54Тенимни йегән вә қенимни ичкән киши мәңгүлүк һаятқа еришкән болиду. Мән у кишини қиямәт күни тирилдүримән. 55Чүнки теним һәқиқий йемәклик, қеним болса һәқиқий ичимликтур. 56Тенимни йегән вә қенимни ичкән киши Мәндә яшайду, Мәнму униңда яшаймән.
57Һаятлиқниң мәнбәси болған Атам Мени әвәтти. Мән Униң бар болғанлиғидин яшаймән. Шуниңға охшаш, Мениң тенимни йегән кишиму Мениң бар болғанлиғимдин яшайду. 58Мана бу асмандин чүшкән «нандур». Әҗдатлириңлар «манна» дәп аталған нанни йегән болсиму өлди, бирақ бу нанни йегәнләр болса, мәңгү яшайду!
59Һәзрити Әйса бу сөзләрни Кәпәрнаһум шәһиридики ибадәтханида тәлим бәргинидә ейтқан еди.
60Нурғун шагиртлар буни аңлиғанда:
— Бу тәлимни һәзим қилиш бәк тәс екән, буни ким қобул қилалисун? — дейишти.
61Шагиртлириниң ғудуңшиғинини билгән һәзрити Әйса:
— Сөзлирим чишиңларға тегиватамду? 62Мабада Инсан Оғлиниң әсли кәлгән җайи — асманға көтириливатқанлиғини көрсәңлар, немә дәйсиләр? 63Инсанға һаятлиқ Бәргүчи — Худаниң Роһидур. Бу иш инсанниң қолидин кәлмәйду. Силәргә ейтқан сөзлирим Худаниң Роһидин кәлгән болуп, у һаятлиқ тәғдим қилиду. 64Лекин араңларда ишәнмигәнләрму бар, — деди. (Чүнки һәзрити Әйса ишәнмигәнләрни вә Өзигә сатқунлуқ қилмақчи болған кишиниң ким екәнлигини бурундин биләтти.)
65— Мән силәргә дедимғу, Атам Маңа йеқинлаштурғанлардин башқа һеч ким Мениң йенимға келәлмәйду! — деди һәзрити Әйса йәнә қошумчә қилип.
66Буниң билән әгәшкүчилиридин хелә көпи чекинип чиқип, Униңға әгәшмәйдиған болди. 67Һәзрити Әйса он икки шагиртидин:
— Силәрчу, силәрму Мәндин кәтмәкчиму? — дәп сориди.
68Симун Петрус мундақ җавап қайтурди:
— Әй Рәббим, мәңгү һаятлиқ беридиған сөзләр пәқәт Сиздила турса! Биз кимниң йениға кетәттуқ? 69Ишинимиз вә билимизки, Сиз Худа әвәткән Муқәддәссиз!
70Һәзрити Әйса җававән:
— Мән силәр он иккиңларни таллидим, бирақ араңларда бири шәйтанниң илкидидур, — деди.
71Һәзрити Әйса Симунниң оғли Йәһуда Ишқарийотни демәкчи еди, чүнки Йәһуда он икки шагиртниң бири болуп турсиму, кейин һәзрити Әйсаға сатқунлуқ қилатти.
Aktuálne označené:
Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 6: HZUTCYR
Zvýraznenie
Zdieľať
Kopírovať
Chceš mať svoje zvýraznenia uložené vo všetkých zariadeniach? Zaregistruj sa alebo sa prihlás
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti

: