1
Аләмниң яритилиши 15:6
Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси
Ибрам Пәрвәрдигарниң сөзлиригә ишәнди. Пәрвәрдигар униң ишәнчини көрүп, уни һәққаний адәм, дәп һесаплиди.
ஒப்பீடு
Аләмниң яритилиши 15:6 ஆராயுங்கள்
2
Аләмниң яритилиши 15:1
Бу вақиәләрдин кейин Пәрвәрдигар Ибрамға көрүнүп, униңға: — Ибрам, қорқма! Мән саңа қалқан болуп, наһайити зор сийлиқ беримән, — деди.
Аләмниң яритилиши 15:1 ஆராயுங்கள்
3
Аләмниң яритилиши 15:5
Шуниңдин кейин Худа уни ташқириға елип чиқип, униңға: — Асманға қарап, юлтузларни саналайдиған болсаң санап бақ, сениң әвладиң әйнә шу юлтузлардәк сан-санақсиз көп болиду! — деди.
Аләмниң яритилиши 15:5 ஆராயுங்கள்
4
Аләмниң яритилиши 15:4
Арқидинла у Пәрвәрдигарниң өзигә йәнә: — Чакириң Елийәзәр сениң мирасхоруң болмайду, пәқәт өзәңдин болған оғулла мирасхоруң болиду, — дегәнлигини аңлиди.
Аләмниң яритилиши 15:4 ஆராயுங்கள்
5
Аләмниң яритилиши 15:13
Пәрвәрдигар униңға мундақ деди: — Шуни билип қойғинки, сениң әвлатлириң башқа бир дөләттә мусапир болиду. Шу дөләттики кишиләргә қул болуп, төрт йүз жил улар тәрипидин азап чекиду.
Аләмниң яритилиши 15:13 ஆராயுங்கள்
6
Аләмниң яритилиши 15:2
Лекин Ибрам: — Әй Егәм Худа, мениң пәрзәндим болмиса, Сениң бәрмәкчи болған сийлиғиңниң пайдиси немә? Мениң бирдин-бир мирасхорум Дәмәшқтин кәлгән чакирим Елийәзәр болиду.
Аләмниң яритилиши 15:2 ஆராயுங்கள்
7
Аләмниң яритилиши 15:18-19
Мана шу чағда Пәрвәрдигар Ибрам билән келишим түзүп, мундақ деди: — Мән Мисир чегарисидин таки Фират дәриясиғичә созулған бу зиминниң һәммисини сениң әвлатлириңға тәғдим қилдим. Бу зимин кенлар, кенизләр, кадмонлар
Аләмниң яритилиши 15:18-19 ஆராயுங்கள்
8
Аләмниң яритилиши 15:16
Сениң әвлатлириң бу йәргә қайтип кәлгичә, бу йәрдә төрт әвлат өтүп кетиду. Чүнки бу йәрдә туруватқан аморларниң гуналири чекигә йәтмигичә, уларни бир тәрәп қилмаймән.
Аләмниң яритилиши 15:16 ஆராயுங்கள்
முகப்பு
வேதாகமம்
வாசிப்புத் திட்டங்கள்
காணொளிகள்