YouVersion 標識
搜索圖示

Аләмниң яритилиши ‮Қисқичә чүшәндүрүш‬

Қисқичә чүшәндүрүш
«Аләмниң яритилишида» дуния вә инсанларниң яритилиши, гуна вә азап-оқубәтләрниң пәйда болуши һәм Худаниң инсанлар билән болған алақиси қатарлиқ мәзмунлар баян қилиниду. Адәм ата билән Һава ана, Нуһ пәйғәмбәр вә топан апити һәм Ибраһим вә униң Худаға болған күчлүк ишәнчи тоғрисидики мәзмунларму тәсвирлиниду. Униңдин кейин Ибраһимниң оғуллири Исмаил, Исһақ вә нәврилири, болупму Йүсүп һәм Йүсүп дәвридә йүз бәргән вақиәләр түпәйлидин йәһудийларниң әҗдатлириниң Мисирға көчүп кәткәнлиги тоғриси­дики мәзмунлар баян қилиниду.
Тезис:
1. Аләмниң яритилиши (1-2-баплар)
2. Гунаниң пәйда болуши (3-бап)
3. Адәм атиниң әвлатлири (4-5-баплар)
4. Топан апити вә Нуһ пәйғәмбәр (6-10-баплар)
5. Тилниң қалаймиқанлаштуруветилиши (11-бап 1-9-айәтләр)
6. Ибраһимниң чақирилиши вә униң һаяти (11-бап 10-айәттин 25-бап 11-айәткичә)
7. Ибраһимниң әвлатлири (25-бап 21-айәттин 45-бапқичә)
8. Исраилларниң Мисирға бериши вә у йәрдә туруп қелиши (46-50-баплар)

醒目顯示

分享

複製

None

想要在所有設備上保存你的醒目顯示嗎? 註冊或登入