YouVersion Logo
Search Icon

Аләмниң яритилиши 17

17
Қедимки келишимниң бәлгүси — хәтнә
1Ибрам тохсән тоққуз яшқа кәлгәндә, Пәрвәрдигар униңға көрүнүп:
— Мән һәммигә қадир Худадурмән. Сән давамлиқ мениң йолумда меңип, әйипсиз адәм бол. 2Мән сән билән түзгән келишимимдә чиң туруп, сени көп әвлатлиқ қилимән, — деди.
3Ибрам йәргә баш қойди. Худа униңға мундақ деди:
4— Мениң сән билән түзгән келишимим мундақ: Сән нурғун мил­ләтләр­ниң атиси болисән. 5Һазирдин башлап сениң исмиң Ибрам әмәс, Ибраһим #17:5 Ибраһим — «нурғун әвлатларниң атиси» дегән мәнани билдүриду. болсун, чүнки Мән сени нурғун милләтләрниң атиси қилимән. 6Мән саңа көп әвлатларни беримән. Уларниң арисидин йеңи хәлиқ вә падишаларму чиқиду. 7Мән сән вә кәлгүсидики әвлатлириң билән түзгән мәңгүлүк келишимимдә туримән. Мән сениң вә әвлатлириңниң Худасидурмән. 8Сән һазир Қананда мусапир болуп яшаватисән. Амма бу пүтүн зиминни саңа вә сениң әвлатлириңға тәғдим қилдим. У сениң әвлатлириңға мәңгү мирас болсун. Мән уларниңму Худасидурмән!
9Худа йәнә мундақ деди:
— Әнди сән вә сениң әвлатлириңму Мениң келишимимдә чиң турушуңлар керәк. 10Силәрниң араңлардики һәр қандақ әр киши хәтнә қилиниши керәк. Мана бу Мениң сән вә сениң әвлатлириң билән түзгән келишимимдур. 11-12Һазирдин башлап, силәр барлиқ оғул бовақлириңларни, мәйли өйүңларда туғулған яки чәт әлликләрдин сетивалған қуллириңлар туққан болсун, уларни туғулуп сәккизинчи күни хәтнә қилишиңлар керәк. Хәтнә қилиш — аримизда түзгән келишимниң бәлгүси болуп қалсун. 13Һәммә әрләрниң хәтнисини қилишиңлар керәк. Силәрниң тениңлардики бәлгү — аримиздики түзгән мәңгүлүк келишимимниң бәлгүси болуп қалсун. 14Хәтнә қилинмиған әрни хәлқим қатаридин чиқириветимән. Ундақ киши Мениң келишимимни бузған болиду.
15Буниңдин башқа Худа Ибраһимға мундақ деди:
— Сениң аялиң Сараһниң исми һазирдин башлап Сарә #17:15 Сарә — «аял шаһзадә» дегән мәнани билдүриду. болсун. 16Мән униңға бәхит ата қилип, униңдин саңа бир оғул тәғдим қилимән. Сарә нурғун милләтләрниң аниси болиду вә униң әвлатли­ридин падишаларму чиқиду.
17Ибраһим йәргә баш қоюп, күлүп, көңлидә: «Йүз яшлиқ бовай қандақму пәрзәнт көрәлисун?! Сарә болса тохсән яшқа киргән турса, қандақму һамилдар болалисун?» дәп ойлиди 18вә Худаға:
— Исмаилни бәхиткә ериштүрсәң болдиғу! — деди.
19Лекин Худа мундақ деди:
— Яқ, Һәҗәр әмәс, аялиң Сарә саңа бир оғул туғуп бериду. Униң исмини Исһақ #17:19 Исһақ — «күлкә» дегән мәнани билдүриду. қой. Мән униң вә униң әвлатлири биләнму мәңгүлүк келишимимдә чиң туримән. 20Исмаилға кәлсәк, у тоғриси­дики тәливиңниму аңлидим. Мән униңға бәхит ата қилип, униң нәслини наһайити көпәйтимән. У он икки падишаниң атиси болиду. Мән униң әвлатлирини улуқ бир милләткә айландуримән. 21Бирақ Мениң келишимим болса, келәр жили мошу вақитта Сарә саңа туғуп беридиған оғул — Исһақ билән бағлинишлиқтур.
22Худа Ибраһимға бу сөзләрни қилип болуп, униң йенидин кәтти.
23Мана шу күни Ибраһим Худаниң әмригә әмәл қилип, оғли Исмаил вә аилисидики һәммә әрләрни, җүмлидин аилисидә туғулған вә сетивалған қулларни хәтнә қилдурди. 24Ибраһим хәтнә қилинғанда, тохсән тоққуз яшта, 25Исмаил хәтнә қилинғанда, он үч яшта еди. 26-27Иккиси, аилисидики һәммә әрләр, җүмлидин аилисидә туғулған вә чәт әлликләрдин сетивелинған қуллар билән биллә шу күн ичидә хәтнә қилинди.

Highlight

Share

Copy

None

Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in

Videos for Аләмниң яритилиши 17