Аләмниң яритилиши 2
2
1 Шундақ қилип, аләм пүткүл мәвҗудатлири билән яритилип болди.
2Йәттинчи күни кәлгәндә, Худа яритиш ишини тамамлап болған болуп, у күни арам алди. 3У йәттинчи күнни бәхитлик күн қилип, уни «муқәддәс күн» дәп җакалиди, чүнки бу күн Худа яритишни тамамлап, арам алған күн еди.
Ерәм бағ
4-5Пәрвәрдигар Худаниң аләмни яритиши җәриянида мундақ ишлар болди: Пәрвәрдигар Худа аләмни яратқанда, йәр йүзидә от-чөп вә зираәтләр йоқ еди, чүнки Худа техи ямғур яғдурмиған еди, шундақла йәргә терилғулуқ қилидиған адәмму йоқ еди. 6Амма йәрдин су чиқип, пүтүн зиминни суғарди. 7Андин Пәрвәрдигар Худа йәрниң тописидин Адәм #2:7 Ибраний тилида «топа» вә «адәм» дегән сөзләрниң тәләппузи йеқин. атини ясиди вә униң бурнидин һаятлиқ нәпәсини пүвлиди. Буниң билән Адәм атиға һаятлиқ берилди.
8Пәрвәрдигар Худа шәриқтики Ерәм дегән җайда бир бағ бәрпа қилип, Өзи яратқан адәмни у йәргә орунлаштурди. 9Пәрвәрдигар Худа у йәрдә йәнә мевилири шерин вә чирайлиқ һәр хил дәрәқләрни өстүрди. Бағниң оттурисида алаһидә икки түп дәрәқ бар еди. Бири «Һаятлиқ беридиған дәрәқ» болуп, йәнә бири «Яхши билән яманни билдүридиған дәрәқ» еди.
10Ерәм дегән йәрдин бир дәрия еқип келип, бағни суғиратти. Бағдин чиққан су төрткә бөлүнәтти. 11Биринчиси Пишон дәрияси болуп, алтун чиқидиған Һавилаһ дегән йәрни айлинип өтиду. 12У йәрниң алтуни сап, у йәрдин йәнә кам учрайдиған хуш пурақлиқ девирқай вә йоллуқ һеқиқ чиқиду. 13Иккинчиси Гиһон дәрияси болуп, Куш дегән йәрни айлинип өтиду. 14Үчинчиси Диҗлә дәрияси болуп, Ассурниң шәрқидин еқип өтиду. Төртинчиси Фират дәриясидур.
15Пәрвәрдигар Худа Адәм атини Ерәм баққа ишләп уни пәрвиш қилсун, дәп у йәргә қойған еди. 16Пәрвәрдигар Худа Адәм атиға әмир қилип:
— Бағдики мевиләрни халиғиниңчә йә. 17Амма «Яхши билән яманни билдүридиған дәрәқниң» мевисини һәргиз йемә, чүнки уни йесәң, чоқум өлисән! #2:17 Өлүш — бу йәрдә тилға елинған өлүш Худадин айрилиш, йәни роһий җәһәттики өлүш вә униң нәтиҗиси болған җисманий җәһәттики өлүшни көздә тутиду. — деди.
Һава аниниң яритилиши
18Кейин Пәрвәрдигар Худа: «Адәмниң ялғуз яшиши яхши әмәс, униңға лайиқ болғидәк бир ярдәмчи һәмра яритай», деди. 19Буниң билән Пәрвәрдигар Худа йәрдики топидин яратқан һәр хил һайванат вә учар қанатларни Адәм атиниң алдиға уларға исим қойсун, дәп кәлтүрди. Адәм ата уларға қандақ исим қойса, шундақ атилип кәлди. 20Адәм ата барлиқ учар қанат вә һайванларға исим қойди. Һалбуки, уларниң арисида өзигә лайиқ болғидәк бирәр ярдәмчи һәмра йоқ еди.
21Шуңа Пәрвәрдигар Худа Адәм атини қаттиқ ухлитивәтти. У ухлаватқанда, Худа униң бир тал қовурғисини елип, у йәрни униң гөши билән йепип қойди. 22Пәрвәрдигар Худа алған қовурға сүйигидин бир аял ясап, уни Адәм атиниң алдиға елип кәлди.
23Адәм ата хошал һалда мундақ деди:
— Мана әнди сүйиги мениң сүйигимдин, гөши мениң гөшүмдин елинған, маңа охшаш хилдики бири болди! У «аял» #2:23 Ибраний тилида «аял» дегән сөз аһаң җәһәттә «әр» дегән сөзгә наһайити йеқин болуп, ушбу сөз шуниңдин кәлгән. дәп аталсун, чүнки у әрдин елинған.
24Бир адәмниң ата-анисидин айрилип, #2:24 Бир адәмниң ата-анисиниң башқуруш даирисидин әркин болуши, дегән чүшәнчини бериду. аяли билән бирлишип бир тән болуши, әйнә шу сәвәптиндур. 25У чағда Адәм ата билән униң аялиниң һәр иккилиси ялиңач болуп, номус қилишматти.
Dewis Presennol:
Аләмниң яритилиши 2: HZUTCYR
Uwcholeuo
Rhanna
Copi
Eisiau i'th uchafbwyntiau gael eu cadw ar draws dy holl ddyfeisiau? Cofrestra neu mewngofnoda
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti