Logo YouVersion
Icona Cerca

Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 10

10
Һәзрити Әйсаниң йәтмиш икки шагиртини әвәтиши
1Шу ишлардин кейин һәзрити Әйса шагиртлардин йәнә йәтмиш иккини таллап, Өзи бармақчи болған шәһәр-йезиларға икки-иккидин әвәтти. 2Улар йолға чиқиштин бурун һәзрити Әйса мундақ деди:
— Қутқузулушқа интилидиғанлар мол һосулдәк көп, бирақ һосул­ни елиш үчүн ишләйдиғанлар аз екән. Һосулниң Егиси болған Худа­дин көпирәк ишчи әвәтип, һосулни жиғивелишни тиләңлар. 3Әнди йолға чиқиңлар. Мән силәрни қозиларни бөриләрниң арисиға әвәткәндәк әвәтимән. 4Пул халта, хурҗун вә аяқму алмаңлар. Йолда кишиләр билән көрүшкәндә параңлишишқиму тохтимаңлар. 5Қайси өйгә кирсәңлар, алди билән: «Аиләңләргә Худадин аманлиқ тиләймән!» дәңлар. 6У өйдә Худадин келидиған аманлиқни сөйгүчи болса, тилигән аманлиғиңлар униңға мәнсүп болиду. Әгәр болмиса, тилигән аманлиғиңлар өзәңларға яниду. 7У өйдин бу өйгә йөткилип жүрмәңлар, бәлки чүшкән өйдә туруңлар вә өйдикиләрниң бәрги­нини йәңлар, чүнки хизмәткар кимгә хизмәт қилса, шуниңдин иш һәққи елишқа һәқлиқ.
8Бирәр шәһәргә барғиниңларда, бирси силәрни қарши елип, алдиңларға немә қойса, шуни йәңлар. 9У шәһәрдики кесәлләрни сақайтиңлар вә у йәрдики кишиләргә: «Худаниң Падишалиғи силәргә намайән болуш алдида туриду!» дәңлар. 10Бирақ бирәр шәһәргә барғиниңларда, у йәрдики кишиләр силәрни қарши алмиса, көпчилик алдида: 11«Худадин келидиған җазаға өзәңларниң җавапкәр болидиғанлиғиңларни билдүрүш үчүн биз шәһириңларниң айиғимизға қонған тописиниму қеқип чүшириветимиз!» дәп агаһ­ландуруңлар вә уларға «Билишиңлар керәкки, Худаниң Падишалиғи силәргә расттинла намайән болған еди!» дәңлар. 12Билип қоюңларки, у шәһәрдикиләрниң қиямәт күни тартидиған җазаси Содом #10:12 Содом — Ибраһим пәйғәмбәр заманидики шәһәр болуп, бу шәһәрниң адәмлири охшаш җинистики бузуқчилиққа қаттиқ берилип гунаға патқанлиқтин, Худа бу шәһәрни адәмлири билән қошуп йоқатқан. шәһи­ридики яман кишиләрниң тартидиған җазасидинму еғир болиду.
Һәзрити Әйсани рәт қилғанлар
13— Һалиңларға вай, әй қоразинлиқлар! Һалиңларға вай, әй бәйтсайдалиқлар! Силәр үчүн яратқан мөҗүзилиримни Тир вә Сидон дегән ятлар шәһәрлиридә яратқан болсам, у йәрдики хәлиқ бурунла мәйүсләнгән һалда матиға йөгинип, күлгә милинип гуналириға товва қилған болатти. 14Қиямәт күни Худаниң силәргә беридиған җазаси, Тир вә Сидондикиләрниңкидинму еғир болиду. 15Әй кәпәрнаһум­луқлар! Асманға чиқмақчимидиңлар? Әксичә дозаққа ташлинисиләр!
16Һәзрити Әйса шагиртлириға йәнә:
— Кимду-ким силәрниң сөзүңларға кирсә, Мениң сөзүмгә киргән болиду. Кимду-ким силәрни рәт қилса, Мениму рәт қилған болиду. Мени рәт қилғанлар Мени Әвәткүчиниму рәт қилған болиду, — деди.
Йәтмиш икки шагиртниң қайтип келиши
17Һелиқи йәтмиш икки шагирт хошал-хорам һалда қайтип келип:
— Әй Рәббимиз! Биз Сизниң намиңиздин буйруқ қилған едуқ, һәтта җинларму бизгә бойсунуп, чиқип кетишти! — дәп мәлум қилди.
18Һәзрити Әйса уларға:
— Шундақ! Шәйтанниң асмандин чақмақтәк тез чүшкәнлигини көрдүм. 19Қулақ селиңлар! Мән силәргә илан-чаяндәк шәйтанни аяқ астиңларда янчип ташлалайдиған, униң барлиқ күч-қудритини бесип чүшидиған һоқуқ бәрдим. Силәргә һеч қандақ нәрсә зиян йәткүзәлмәйду. 20Лекин силәр җинларниң бойсунғанлиғи биләнла хошал болуп кәтмәңлар, бәлки Худаниң намиңларни асмандики һаятлиқ дәптиригә язғанлиғиға хошал болуңлар, — деди.
Һәзрити Әйсаниң хошаллиғи
21Бу чағда һәзрити Әйса Муқәддәс Роһниң тәсири билән хурсән­ликкә чөмгән һалда мундақ деди:
— Пүтүн аләмниң Егиси болған әй Атам! Сән бу һәқиқәтләрни өзини әқиллиқ, билимлик чағлайдиған кишиләрдин йошуруп, кичик балилардәк сәби кишиләргә ашкарилиғанлиғиң үчүн, Саңа мәд­һийи­ләр ейтимән. Шундақ, Ата, Сениң Өз хаһишиң әйнә шу еди.
22Һәзрити Әйса әтрапидикиләргә:
— Атам һәммини Маңа ата қилди. Мениң Кимлигимни Атамдин башқа һеч ким билмәйду. Атамниң Кимлигиниму Мән вә Мән Өзәм ашкарилашни халайдиған кишиләрдин башқа һеч ким билмәйду, — деди.
23Андин һәзрити Әйса шагиртлириға қарап, астағина:
— Көргән ишларни көрәлигәнлигиңлар үчүн нәқәдәр бәхитликсиләр! 24Билип қоюңларки, бурунқи нурғун пәйғәмбәрләр вә падишалар силәр көргән вә аңлиғанларни көрүшни вә аңлашни арзу қилған болсиму, мурадиға йетәлмиди, — деди.
Меһриван самарийәлик тоғрисидики тәмсил
25Тәврат устазлиридин бири һәзрити Әйсани синимақчи болуп:
— Устаз, мән қандақ қилсам мәңгүлүк һаятқа еришәләймән? — дәп сориди.
26— Тәврат қанунида немә дейилгән? Буни өзиңиз қандақ чүшән­дүрисиз? — дәп сориди һәзрити Әйса.
27Һелиқи киши мундақ җавап бәрди:
— «Пәрвәрдигариң болған Худани пүтүн қәлбиң, пүтүн җениң, пүтүн күчүң вә пүтүн зеһниң билән сөйгин»; буниңдин қалса, «Хошнаң­ни өзәңни сөйгәндәк сөй».
28— Тоғра җавап бәрдиңиз. Мана шундақ қилсиңиз, мәңгү яшайсиз, — деди һәзрити Әйса униңға.
29У киши өзиниң соал соришиниң йоллуқ екәнлигини билдүрүш үчүн, һәзрити Әйсадин чүшәндүрүш тәләп қилип:
— Мениң сөйүшкә тегишлик хошнилирим кимләр? — дәп сориди.
30Һәзрити Әйса мундақ деди:
— Бир адәм Йерусалимдин Ериха шәһиригә келиветип, йолда қарақчиларға учрап қапту. Қарақчилар униң кийим-кечәклирини салдурувелип, уни уруп, чала өлүк қилип, ташлап кетипту. 31Узун өтмәй, бир йәһудий роһаний шу йолдин келиветип, һелиқи адәмни көрүп, писәң қилмай йолниң у чети билән меңип өтүп кетипту. 32Шуниңдәк мәркизий ибадәтханида ишләйдиған лавий қәбилисидин болған бир хизмәтчиму бу йәргә кәлгәндә, у бечарә адәмни көрүп, кари болмай йолниң у чети билән меңип өтүп кетипту. 33Лекин йәһудийлар яман көридиған Самарийәдин кәлгән бир капир бу йәрдин өтүп кетиветип, уни көрүпла ич ағритипту 34вә алдиға берип, яғ вә шарап билән җараһитини жуюп, теңип қоюпту, андин уни өз ешигигә миндүрүп, бир меһманханиға елип берип, у йәрдә һалидин хәвәр апту. 35Әтиси меһманханиниң ғоҗайиниға икки күмүч тәңгә берип: «Униңға қарап қоюң, артуқ чиқими бар болса, қайтишимда төләймән», дәпту.
36Һәзрити Әйса һелиқи устаздин:
— Сизчә, бу үч адәм ичидә қайсиси қарақчиларға йолуққан һелиқи кишигә хошнидарчилиқни йәткүзгән? — дәп сориди.
37— Униңға меһриванлиқ қилған һелиқи киши, — дәп җавап бәрди у.
— Ундақ болса, сизму берип, башқиларға шундақ қилиң, — деди һәзрити Әйса униңға.
Һәзрити Әйсаниң Марта вә Мәрийәмни йоқлиши
38Һәзрити Әйса шагиртлири билән биллә сәпирини давамлаш­туруп, бир йезиға кәлди. У йәрдә Марта исимлиқ бир аял Уни өйигә тәклип қилди. 39Мартаниң Мәрийәм исимлиқ бир сиңлиси бар еди. У һәзрити Әйсаниң айиғи тәрәптә олтирип, тәлимини аңлавататти. 40Өйдики ишларниң көплүгидин пайпетәк болуп жүргән Марта һәзрити Әйсаниң алдиға келип:
— Әй Рәббим, сиңлим Мәрийәм шунчә көп ишларни маңила ташлавәтти, уни маңа ярдәмләштүргәйсиз! — деди.
41Бирақ һәзрити Әйса униңға мундақ җавап бәрди:
— Әй Марта, сән артуқ ишларға баш қатуруп аварә болуп жүрүва­тисән. 42Бирақ бирла муһим иш бар. Мәрийәм шу яхши ишни тал­лавалди. Буни һеч ким униңдин тартивалалмайду.

Evidenziazioni

Condividi

Copia

None

Vuoi avere le tue evidenziazioni salvate su tutti i tuoi dispositivi?Iscriviti o accedi