Logo YouVersion
Icona Cerca

Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 11

11
Дуа қилиш тоғрисидики тәлим
1Бир күни һәзрити Әйса бир йәрдә дуа қиливататти. Дуа аяқлаш­қандин кейин шагиртлиридин бири Униңға:
— Әй Рәббим, Йәһия пәйғәмбәр өз шагиртлириға үгәткинидәк, Сизму бизгә дуа қилишни үгитип қойсиңиз, — деди.
2Һәзрити Әйса җавап берип мундақ деди:
— Дуа қилғиниңларда, мундақ дәңлар:
«Әй Атимиз,
Сениң намиң улуқланғай.
Падишалиғиң йәр йүзидиму намайән болғай.
3Күндилик йемәклигимизни бәргәйсән.
4Бизгә гуна қилған һәр кимни кәчүргинимиздәк,
Сәнму гуналиримизни кәчүргәйсән.
Бизни аздурулушлардин сақлап қалғайсән».
5Һәзрити Әйса сөзини давам қилип шагиртлириға мундақ деди:
— Әгәр йерим кечидә достуңниң өйигә берип, «Бурадәр, маңа үч нан берип тур, 6өйүмгә бир достум сәпәр билән кәлгән еди, өйдә уни күткидәк бир нәрсә қалмапту» десәң, 7достуң өйиниң ичидә туруп, «Мени аварә қилма, ишик тақақлиқ, балилар, һәммимиз йетип қалдуқ. Хапа болма!» дәп җавап бериши мүмкинму? 8Яқ, у достлуқ­ниң йүзини қилмиған тәғдирдиму, сениң тартинмастин қайта-қайта ялвурушуң сәвәвидин болсиму, орнидин туруп, сориған нәрсәңни чоқум бериду. 9Шуниңға охшаш, силәр дуа қилип тиләңлар, Худа тилигиниңларни бериду. Издәңлар, таписиләр. Ишикни қеқиңлар, ечилиду. 10Чүнки тилигәнләр чоқум еришиду, издигәнләр чоқум тапиду, ишикни қаққанларға ишик чоқум ечилиду. 11Силәр белиқ тәләп қилған оғлуң­ларға илан берәттиңларму? 12Тухум тәләп қилса, чаян берәттиңларму? 13Гунакар болған силәр пәрзәнтлириңларға яхши нәрсиләрни беришни билгән йәрдә, асмандики Атаңлар тилигәнләргә Муқәддәс Роһини илтипат қилмасму?
Һәзрити Әйса шәйтандин күчлүктур
14Бир күни һәзрити Әйса бир адәмни кекәч қилип қойған җин­ни униң тенидин һайдап чиқарди. Шуниң билән кекәч зуванға кәлди. Көпчилик буниңға интайин һәйран болушти. 15Бирақ бәзи кишиләр: «У җинларни уларниң башлиғи болған шәйтанға тайинип һайдаве­тиду», деди.
16Йәнә бәзиләр Униң Худа тәрипидин әвәтилгәнлигини синап беқиш мәхситидә, Униңдин бир карамәт көрситишни тәләп қилди. 17Уларниң немә ойлаватқанлиғини билгән һәзрити Әйса мундақ деди:
— Әгәр бир дөләттикиләр икки груһқа бөлүнүп соқушса, у дөләт гумранлиққа йүз тутиду. Бир аилидикиләр өз ара җедәл-маҗра қилиш­са, у аилиму вәйран болиду. 18Шуниңға охшаш, шәйтан өз башқурушида болған җинлар билән соқушса, униң падишалиғи қандақму пут тирәп туралисун? Силәр Мени «Җинларни шәйтанға тайинип һайдайдикән», дәйсиләр. 19Әгәр дәрвәқә шундақ болса, силәрниң әгәшкүчилириңлар җинларни һайдашта кимгә таянди?! Ейтқанлириңларниң хата екәнли­гини өз әгәшкүчилириңлар дәлилләп бериду! 20Әмәлиятта Мән Худа­ниң күч-қудритигә тайинип җинларни һайдавәттим. Бу Худаниң Падишалиғиниң араңларда намайән болғанлиғини испатлайду. 21Әгәр толуқ қуралланған қавул адәм өз өйини қоғдап турса, униң мал-мүлки бехәтәр болиду. 22Лекин униңдин қавул бири һуҗум қилип уни йәңсә, униң таянған қураллирини тартивалиду вә мал-мүлүклирини олҗиға елип, өз адәмлиригә тарқитип бериду.
23Мән билән бир йолда маңмиғанлар, Маңа қарши турғучилардур. Маңа жиғивелишқа ярдәм бәрмигәнләр тозутувәткүчиләрдур.
24Җин бирәр адәмниң тенидин һайдаветилгәндин кейин, қурғақ далаларни арилап чиқип, туридиған җай издәйду. Тапалмиғандин кейин, «Илгирики өйүмгә қайтай!» дәйду. 25Шуниң билән җин у адәм­ниң тенигә қайтип келип, һелиқи адәмниң дилиниң пакиз тазилинип рәтләнгән өйдәк болуп қалғанлиғини байқайдудә, 26өзидинму бетәр йәттә җинни башлап кирип биллә туриду. Буниң билән һелиқи адәмниң кейинки һали бурунқидинму яманлишип кетиду.
Һәқиқий бәхит
27Һәзрити Әйса бу гәпләрни қиливатқанда, көпчилик арисида бир аял жуқури авазда:
— Сизни туғуп, беқип чоң қилған аял нәқәдәр бәхитлик һә! — деди.
28— Худаниң сөзини аңлап, униңға бойсунидиған киши униң­динму бәхитлик! — деди һәзрити Әйса.
Карамәт көрситиш тәливи
29Шу чағда һәзрити Әйсаниң әтрапиға нурғун адәм олишивалған еди. У Өзидин карамәт көрситишни тәләп қилған кишиләргә мундақ деди:
— Бу заманниң адәмлири немә дегән осал! Улар карамәт көрсәт дәпла туриду. Бирақ силәргә Юнус пәйғәмбәрниң карамитидин башқа көрситидиған иккинчи карамәт йоқ. 30Юнус пәйғәмбәрдә йүз бәргән ишлар Нинәви шәһиридики хәлиққә бир мөҗүзилик аламәт болғиниға охшаш, Мәндә — Инсан Оғлида йүз беридиған ишларму бу әвлатқа йәнә шундақ мөҗүзилик аламәт болиду. #11:30 Бу айәттә һәзрити Әйса Юнус пәйғәмбәрниң йоған бир белиқниң ичидә үч күн туруп сақ чиққанлиғини тилға елиш арқилиқ Өзиниңму өлүп, үчинчи күни тирилидиғанлиғини алдин-ала ейтқан.
31Қиямәт күни Әрәпстандики Шәба падишалиғиниң аял падишаси орнидин туруп, силәрниң үстүңлардин шикайәт қилиду. Чүнки у падиша Сулайманниң әқиланә сөзлирини аңлаш үчүн, узун йолларни бесип кәлгән. Мана һазир бу йәрдә падиша Сулаймандинму Улуғи бар. 32Қиямәт күни Нинәви шәһиридики хәлиқму қопуп, силәрниң үстүңлардин шикайәт қилиду. Чүнки улар Юнус пәйғәмбәрниң тәлимини аңлап, яман йолдин қайтқан. Бирақ бу йәрдә Юнус пәйғәм­бәрдинму улуқ Бирси силәрни яман йолдин қайтишқа чақирса, қулақ салмидиңлар.
Худаниң көрсәткән йоруқлуғини қандақ көргили болиду
33— Һеч ким чирақни йеқип, уни көрүнмәс йәргә яки дас астиға йошуруп қоймайду. Әксичә өйгә киргәнләр ениқ көрәлисун дәп, уни чирақданниң үстигә қойиду, әлвәттә.
34Силәрниң көзүңлар тениңларниң чириғидур. Әгәр көзүңлар яхши болса, йәни көзүңлар Худада болса, пүтүн вуҗудуңлар йоруқлуқ билән толиду. Әгәр көзүңлар яман болса, пүтүн вуҗудуң­ларни қараңғулуқ басиду. 35Шуниң үчүн һошияр болуңларки, вуҗудуң­лардики «йоруқлуқ» йоруқлуқ әмәс, қараңғулуқ болмисун. Һаятиңлардики «Йоруқлуқниң» йоруқлуқ әмәс, бәлки қараңғулуқ болуп қелишиға диққәт қилиңлар. 36Әгәр пүтүн вуҗудуңлар йоруқлуқ билән толуп, униңда қараңғулуқтин қилчә әсәр болмиса, худди нурлуқ чирақ силәрни йорутуп турғандәк, һаятиңлар пүтүнләй йоруқлуқта болиду.
Пәрисийләр билән Тәврат устазлириниң сахтипәзлиги
37Һәзрити Әйса сөзлирини аяқлаштурғандин кейин, бир пәрисий Уни өйигә тамаққа тәклип қилди. Һәзрити Әйса өйгә кирип, дәсти­ханда олтарди. 38Һелиқи пәрисий Униң тамақтин илгири қол жуюш диний қаидисини ада қилмиғанлиғини көрүп, интайин һәйран болди. 39Һәзрити Әйса униңға:
— Силәр пәрисийләр тешила пакиз жуюлған чинә-қачиларға охшай­силәр. Қоллириңларни яхши жуйисиләр, бирақ ичиңлар ачкөзлүк вә яманлиқ билән толған. 40Әй наданлар, тешини яратқан Худа ичигиму қарап һесап алмасму?! 41Шуңа кәмбәғәлләргә көңүл бөлүп, өзәңлар ачкөзлүк билән бесип ятқан тәәллуқатилириңларни еһтияҗлиқ болған­ларға бериңлар. Шу чағдила ичиңлар һәм тешиңлар пак болиду.
42Һалиңларға вай, әй пәрисийләр! Силәр һәтта ялпуз, сузап қатарлиқ дора-дәрманларниң ондин бир үлүшини Худаға атайсиләрю, бирақ һәққанийлиқ вә Худаға болған муһәббәткә сәл қарайсиләр. Алди билән бу ишларни орунлишиңлар керәк. Башқа ишларға кәлсәк, улар­ғиму сәл қарашқа болмайду.
43Һалиңларға вай, әй пәрисийләр! Силәр ибадәтханида алаһидә орун­да олтиришқа, базарларда башқиларниң өзәңларға салам берип һөрмәтлишигә амрақ. 44Силәргә вай! Силәр худди кишиләр өтүп кетиветип, дәссәп меңипму сезәлмәйдиған, сесип кәткән қәбирсиз йәрликкә охшайсиләр! #11:44 Йәһудийлар арисида «Йәрликни дәссәп маңған адәм напак болуп қалиду» дегән көз қараш болғачқа, қәбир селинип, униң үсти ақлап қоюлатти. Һәзрити Әйсаниң демәкчи болғини, худди йәрликни дәссәп маңған адәм напак болуп қалғанға охшаш, пәрисийләрниң тәсиригә учриған адәмму напак болиду, дейилмәкчи. — деди.
45Мәлум бир Тәврат устази һәзрити Әйсаға:
— Устаз, бу сөзлириңиз бизгиму һақарәт болди! — деди.
46Һәзрити Әйса униңға мундақ җавап бәрди:
— Силәргиму вай, әй Тәврат устазлири! Силәр қаттиқ диний қаидәңлар арқилиқ көтәргили болмайдиған еғир жүкни башқиларниң зиммисигә жүкләйсиләрю, өзәңлар бирәр бармиғиңларниму мидирлитип қоймайсиләр. 47Силәргә вай! Силәр ата-бовилириңлар өлтүргән пәйғәмбәрләрниң хатирә ташлирини чирайлиқ ясидиңлар. 48Бу силәрниң ата-боваңларниң қилмишлирини яқлиғиниңлардин дерәк бериду. Чүнки улар пәйғәмбәрләрни өлтүргән болса, силәр у пәйғәмбәрләрниң қәбирлирини ясап туруп, уларға ишәнмидиңлар. 49Шуниң үчүн Худа Өзиниң даналиғи билән мундақ дегән: «Мән уларға пәйғәмбәр вә әлчилиримни әвәтимән. Бәзилири улар тәрипи­дин өлтүрүлиду, бәзилири уларниң зиянкәшлигигә учрайду».
50-51Шуниң үчүн аләм яритилғандин бу янқи пәйғәмбәрләрни өлтүрүш гуналириниң һәммисигә, йәни Һабилниң өлтүрүлүшидин тартип, таки роһаний Зәкәрияниң мәркизий ибадәтханидики муқәд­дәс җай билән қурванлиқ суписиниң арилиғида өлтүрүлүшигичә болған қан қәризләрниң һәммисигә мошу заманниң адәмлири җавапкәр болиду. Шундақ, буларниң һәммиси үчүн силәр җазаға тартилисиләр.
52Һалиңларға вай, әй Тәврат устазлири! Һәқиқәт ғәзнисиниң ачқу­чини қолуңларға еливелип, өзәңлар униң ичигә кирмидиңлар, һәтта киришни халиғанларниму киргүзмидиңлар.
53-54Һәзрити Әйса у йәрдин кәткәндин кейин, Тәврат устазлири билән пәрисийләр Уни қаттиқ сөкүп, Униңға қийин соалларни қоюп, сөзидин тутувелип зиянкәшлик қилишқа пурсәт күтүшти.

Evidenziazioni

Condividi

Copia

None

Vuoi avere le tue evidenziazioni salvate su tutti i tuoi dispositivi?Iscriviti o accedi