Аләмниң яритилиши 13
13
Ибрам билән Лутниң айрилип кетиши
1Ибрам аяли вә өзигә мәнсүп болған һәммә нәрсилирини елип, Мисирдин чиқип, Қананниң җәнубидики Негиб райониға барди. Лутму униң билән биллә барди. 2Ибрам бай болуп, униң нурғун мал-варанлири вә алтун-күмүчлири бар еди. 3Кейин у Негиб районидин кетип, аста-аста шималға йөткилип, Бәйтәл шәһиригә қайта барди. У Бәйтәл билән Ай шәһириниң арилиғиға, йәни тунҗа қетим орунлишип, 4қурванлиқ суписини ясиған йәргә қайтип келип, у йәрдә Пәрвәрдигарға ибадәт қилди.
5Ибрам билән маңған Лутниңму мал-варанлири вә қуллири көп еди. 6Бу икки аилиниң падилири бәк көп болғачқа, отлақлар йетишмәй қалған еди. 7Шуңа Ибрамниң падичилири билән Лутниң падичилири арисида талаш-тартиш чиқип қалди. (У чағда қананлиқлар билән пәризиләр йәнила Қанан районида туратти.)
8Шуңа Ибрам Лутқа:
— Биз болсақ уруқ-туққан, аримизда вә падичилиримизниң арисида талаш-тартиш чиқмисун. 9Айрилип яшайли. Мана. Пүтүн зимин сениң алдиңда турупту. Халиған йәрни талла! Оң тәрәпни таллисаң, сол тәрәп маңа қалсун, сол тәрәпни таллисаң, оң тәрәп маңа қалсун, — деди.
10Лут төрт тәрәпкә нәзәр селип, Иордан дәрия вадисидин Зоарғичә созулған кәң түзләңликни көрди. Бу түзләңликниң сүйи мол болуп, худди Ерәм баққа вә Мисирниң йәрлиригә охшатти. (У чағда Пәрвәрдигар Содом билән Гомора шәһәрлирини техи харабиликкә айландурмиған еди.)
11Шуңа Лут у йәрни таллап, шәриқ тәрәпкә йөткәлди. У иккиси мана шундақ айрилди. 12Ибрам Қананда олтирақлишип қалди. Лут Иордан дәрия вадисидики шәһәрләргә йеқинлишип, Содом шәһириниң әтрапида чедир тикип орунлашти. 13Содомлуқлар яманлиққа толған болуп, Пәрвәрдигарниң нәзәридә улар еғир гунакарлар еди.
Ибрамниң Һибронға көчүши
14Лут Ибрамдин айрилип кәткәндин кейин, Пәрвәрдигар Ибрамға:
— Сән турған җайиңдин шәриқ, ғәрип, җәнуп вә шимал тәрәпләргә қарап бақ. 15Сән көрүватқан бу зиминларни саңа вә сениң әвлатлириңға тәғдим қилимән. Бу зимин мәңгү силәргә мәнсүп. 16Мән сениң әвлатлириңни һәдди-һесапсиз көпәйтимән. Йәр йүзидики қумни һеч ким саналмиғанға охшаш, уларниң саниниму һеч ким саналмайду. 17Орнуңдин тур. Бу зиминни кезип чиқ, Мән уни саңа тәғдим қилдим! — деди.
18Буниң билән Ибрам чедирлирини жиғиштуруп, Һиброн шәһиригә йеқин Мамрәдики емән дәрәқлигиниң йенида олтирақлишип, у йәрдә Пәрвәрдигарға атап қурванлиқ суписини ясиди.
Aktuálne označené:
Аләмниң яритилиши 13: HZUTCYR
Zvýraznenie
Zdieľať
Kopírovať
Chceš mať svoje zvýraznenia uložené vo všetkých zariadeniach? Zaregistruj sa alebo sa prihlás
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti