Logo YouVersion
Ikona Hľadať

Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 7

7
Һәзрити Әйсаниң инилириниң Униңға қарши туруши
1Шуниңдин кейин һәзрити Әйса Җәлилийә өлкисидә кезип жүрди. Йәһудий ақсақаллири Уни өлтүрүшни мәхсәт қилғанлиғи үчүн, У Йәһудийә өлкисидә турушни халиматти. 2Бу чағда йәһудийларниң «Кәпә тикиш» һейтиға аз қалған еди, 3шуңа һәзрити Әйсаниң инилири Униңға:
— Һейттин бурун Йәһудийәгә бериң, әгәшкүчилириңизму карамәт­лириңизни көрсун! 4Чүнки өзини тонутмақчи болған киши йошурун иш қилмайду. Бу ишларни қиливатқан екәнсиз, Өзиңизни инсанларға көрситиң, — дейишти. 5(Сәвәви инилириму Униңға ишәнмигән еди.)
6Һәзрити Әйса уларға:
— Мениң вақит-саатим техи кәлмиди, лекин силәргә қачанла болса пурсәт бар. 7Бу дуниядики кишиләр силәрни һәргиз өч көрмәйду, лекин Мени өч көриду. Чүнки Мән уларниң қилмишлири яман, дәп гувалиқ бериватимән. 8Силәр һейтқа баривериңлар, Мән һазирчә бармаймән, чүнки Мениң вақит-саатим техи йетип кәлмиди, — деди.
9Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилип, Җәлилийәдә қалди.
«Кәпә тикиш» һейтида
10Һәзрити Әйсаниң инилири Йерусалимға һейт үчүн кәткәндин кейин, һәзрити Әйса Өзиму у йәргә барди. Амма ашкарә әмәс, йошурун барди. 11Һейт-айәм күнлиридә йәһудий ақсақаллири Уни издәп, халайиқтин: «Әйсани көрдүңларму?» — дәп сорашти.
12Кишиләр арисида Униңға мунасивәтлик көп гәп-сөзләр еқип жүрди. Бәзиләр Уни: «Яхши адәм!» десә, йәнә бәзиләр: «Яқ, дәл әксичә хәлиқни аздуруватиду!» дейишти. 13Бирақ һеч ким Униң яхшилиғи тоғрилиқ ашкарә сөзлимәтти, чүнки йәһудий ақсақаллиридин қорқатти.
14Һейтниң йерими өткәндә, һәзрити Әйса мәркизий ибадәтхана һойли­лириға кирип, хәлиққә тәлим беришкә башлиди. 15Йәһудий ақсақаллири:
— Бу Адәм һеч қандақ тәлим алмиған туруп, униң қандақму мунчә көп билими болсун? — дәп аң-таң қелишти.
16Һәзрити Әйса уларға:
— Бу тәлимләр Мениң әмәс, бәлки Мени Әвәткүчи Худаниң­кидур. 17Худаға чин дилидин бойсунушни халайдиған киши бу тәлимләрниң Худадин кәлгәнлигини яки Өзлүгүмдин ейтиват­қан­лиғимни билә­ләйду. 18Өз алдиға сөзлигән киши өз шан-шәривини издәйду, лекин өзини әвәткүчиниң шан-шәривини издәйдиған киши һәқ сөзләйду. Ундақ кишидә һәқсизлик йоқтур. 19Муса пәйғәмбәр силәргә Тәврат қанунини өзи йәткүзгән, шундаққу?! Лекин һеч қайсиңлар бу қанунға әмәл қилмидиңлар! Ейтиңларчу, немишкә Мени өлтүрмәкчи болисиләр? — деди.
20Көпчилик:
— Сизгә җин тегипту! Сизни өлтүрмәкчи болған ким екән? — дейишти.
21— Мән дәм елиш күнидә бир мөҗүзә яритип қойсам, һәммиңлар аң-таң қелиштиңлар, — деди һәзрити Әйса, 22— бирақ силәрму Муса пәйғәмбәрниң бала туғулуп, сәккизинчи күни хәтнисини қилиш керәк дегән буйруғини ада қилимиз дәп, дәм елиш күни болсиму, балиларниң хәтнисини қиливерисиләр. Әмәлиятта хәтнә қилиш Муса пәйғәмбәрдин әмәс, әҗдадиңлар Ибраһимдин қалған. 23Тәврат қануни бузулмисун дейилип туруп, дәм елиш күни хәтнә қилинидую, бундақ күндә бир адәмни сақайтсам, немә үчүн Маңа аччиқлинисиләр? 24Тәкшүрмәй туруп һөкүм қилмаңлар, һөкүмүңлар адил болсун!
Һәзрити Әйса Қутқазғучиму?
25Йерусалимлиқларниң бәзилири:
— Ақсақаллар өлтүрмәкчи болған Адәм бу әмәсмиди? 26Ашкарә сөзләватсиму, Униңға қарши һеч нәрсә демәйватқинини! Ақсақаллар Униң Қутқазғучи-Мәсиһ екәнлигигә һәқиқәтән көзлири йәттиму? 27Һалбуки, Мәсиһ кәлгәндә, Униң қәйәрдин кәлгәнлигини һеч ким биләлмәйдиғу. Бирақ бу Адәмниң болса қәйәрдин кәлгәнлигини ениқ билимиз, — дейишти.
28У чағда мәркизий ибадәтханиниң бир һойлисида тәлим бериват­қан һәзрити Әйса жуқури аваз билән мундақ деди:
— Силәр Мени тонуймиз һәм Мениң қәйәрдин кәлгәнлигимниму билимиз, дәп қарайсиләр, шундақму?! Бирақ Мән Өзлүгүмдин әмәс, Мән вәкиллик қилғучиниң әвәтиши билән кәлдим. У һәқтур, бирақ силәр Уни тонумайсиләр. 29Мән Уни тонуймән. Чүнки Мән Униң йенидин кәлдим, Мени У әвәтти.
30Шуниң билән бәзиләр һәзрити Әйсани тутмақчи болушти, лекин Униңға қол салидиған адәм чиқмиди, чүнки Униң вақит-саати техи йетип кәлмигән еди. 31Халайиқ арисидики нурғун кишиләрму Униңға ишәнди. Улар: «Мәсиһ қандақму Униңдин көп мөҗүзә яритар?!» — дейишти.
Һәзрити Әйсани тутуш үчүн қаравулларниң әвәтилиши
32Пәрисийләр хәлиқ ичидә һәзрити Әйса һәққидики ейтилип жүргән гәп-сөзләрни аңлап, алий роһанийлар билән мәслиһәтлишип, һәзрити Әйсани тутуш үчүн ибадәтхана қаравуллирини әвәтти. 33Һәзрити Әйса:
— Йәнә бир аз вақит силәр билән биллә болимән, кейин Мени Әвәткү­­чиниң йениға кетимән. 34Мени издәйсиләр, лекин тапалмай­силәр. Мән баридиған йәргә баралмайсиләр, — деди.
35Буниң билән йәһудий ақсақаллири бир-биригә:
— У биз тапалмиғидәк қәйәрләргә кетәр? Чәт әлдә туруватқан йәһудий мусапирларниң йениға берип, грекларға тәлим берәмди­ғанду? 36«Мени издәйсиләр, лекин тапалмайсиләр. Мән баридиған йәргә баралмайсиләр», дегини немисиду? — дейишти.
Һаятлиқ сүйи
37Һейтниң ахирқи һәм әң тәнтәнилик күни һәзрити Әйса орнидин туруп, жуқури аваз билән мундақ җакалиди:
— Кимду-ким уссиса, Мениң йенимға келип ичсун! #7:37 Һәзрити Әйса бу сөзләрни һейтниң ахирқи күни, йәни дәл Худаниң исраил хәлқи чөлдики вақтида Муса пәйғәмбәр арқилиқ уларни су билән тәминлигән мөҗүзисиниң әслитилидиған күни дегән. 38Чүнки Муқәд­дәс Язмиларда Маңа ишәнгәнләр һәққидә: «Уларниң көңлидин һаят­лиқ сүйиниң дәриялири еқип чиқиду!» дәп йезилған.
39У бу сөзни Өзигә ишәнгәнләргә ата қилинидиған Худаниң Муқәд­дәс Роһиға қарита ейтқан еди. Худаниң Роһи техи һеч кимгә чүшмигән еди, чүнки һәзрити Әйса техи Атисиниң асмандики шан-шәривигә кирмигән еди.
Хәлиқниң бөлүнүп кетиши
40Хәлиқ ичидә бәзи кишиләр бу сөзләрни аңлап:
— Муса пәйғәмбәр алдин-ала ейтқан Пәйғәмбәр һәқиқәтән У екән! — дейишти.
41Бәзиләр: «Бу Қутқазғучи-Мәсиһ!» — дейишәтти. Йәнә бәзиләр болса: «Ундақ әмәсту! Мәсиһ Җәлилийәдин кәлмәттиғу? 42Муқәддәс Язмиларда Мәсиһниң падиша Давутниң әвладидин һәм падиша Давут­ниң жути Бәйтләһәм йезисидин келиши һәққидә дейилми­гәнмиди?» дейишти.
43Буниң билән халайиқ һәзрити Әйсаниң сәвәвидин иккигә бөлүнүп кәтти. 44Бәзилири Уни тутушни ойлиған болсиму, һеч ким Униңға қол салмиди.
Йәһудий ақсақаллириниң ишәнмәслиги
45Ибадәтхана қаравуллири ибадәтханидин қайтип кәлгәндә, алий роһанийлар билән пәрисийләр:
— Немә үчүн Уни тутуп кәлмидиңлар? — дәп сорашти.
46Ибадәтхана қаравуллири:
— Һеч ким һеч қачан бу Адәмдәк сөзлигән әмәс! — дәп җавап беришти.
47Пәрисийләр:
— Силәрму аздурулмиғансиләр? 48Ақсақаллардин яки пәрисий­ләрдин Униңға ишәнгәнләр барму немә? 49Униңға ишәнгән груһниң Муқәддәс Язмилардин хәвири йоқ, шуңа у хәқни Худа уриду! — дейишти.
50Уларниң арисидин бири, йәни бурун бир ахшими һәзрити Әйса­ниң алдиға кәлгән Никодим уларға:
51— Тәврат қанунимизда бир адәмниң өз иқрарини аңлимай вә қилмишлирини билмәй туруп, униң үстидин һөкүм чиқиришқа болмайду, дәп йезилған, — деди.
52— Һәҗәва, сәнму җәлилийәликму немә? — дейишти ақсақаллар, — Муқәддәс Язмиларни оқусаң, Җәлилийәдин пәйғәмбәр чиқмайди­ған­лиғини биләләйсән!
{ 53Буниң билән көпчилик өйлиригә қайтишти.

Zvýraznenie

Zdieľať

Kopírovať

None

Chceš mať svoje zvýraznenia uložené vo všetkých zariadeniach? Zaregistruj sa alebo sa prihlás