Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 8
8
Нека садиқлиғини бузған аял
1Һәзрити Әйса Зәйтун теғиға чиқип кәтти. 2Әтиси сәһәрдә У йәнә мәркизий ибадәтхана һойлилириға кәлди. Пүтүн җамаәт Униң йениға келивалған еди. У олтирип, уларға тәлим беришкә башлиди.
3Шу чағда бәзи Тәврат устазлири билән пәрисийләр нека садиқлиғини бузуп тутулуп қалған бир аялни Униң алдиға елип келишти. Улар аялни оттуриға чиқирип, 4һәзрити Әйсадин:
— Устаз, бу аял нека садиқлиғини бузуш үстидә тутувелинди. 5Муса пәйғәмбәр Тәврат қанунида нека садиқлиғини бузған аялларни чалма-кесәк қилип өлтүрүшни буйруған. Сизчә қандақ қилиш керәк? — дәп сорашти.
6Уларниң бундақ дейиштики ғәризи, һәзрити Әйсани алдам халтиға чүширип, Уни гунакар дәп әйипләшкә банә издәш еди. Бирақ һәзрити Әйса иңишип, қоли билән йәргә бир немиләрни язғили турди. 7Улар шу соални соравәрди, шуңа һәзрити Әйса руслинип, уларға:
— Араңлардики гунасиз киши бу аялға биринчи ташни атсун! — деди.
8Андин йәнә иңишип, йәргә йезишни давамлаштурди. 9Улар бу сөзләрни аңлап, алди билән чоңлири, андин кейин башқилири бириниң кәйнидин бири у йәрдин чиқип кетишти. Ахирида һәзрити Әйса алдида өрә турған һелиқи аял билән ялғуз қалди. 10Һәзрити Әйса руслинип туруп, униңға:
— Ханим, сизниң үстиңиздин шикайәт қилғанлар қени? Сизни сораққа тартидиған адәм чиқмидиму? — дәп сориди.
11— Чиқмиди, һәзрәтлири, — деди аял.
Һәзрити Әйса:
— Мәнму сизни сорақ қилмаймән. Қайтиң, буниңдин кейин гуна қилмаң, — деди.}
Һәзрити Әйса дунияниң нури
12Һәзрити Әйса йәнә көпчиликкә мундақ деди:
— Дунияниң нури Өзәмдурмән. Маңа әгәшкәнләр қараңғулуқта қалмайду, әксичә һаятлиқ нуриға еришиду.
13Пәрисийләр:
— Сән Өзәңгә Өзәң гувалиқ бериватисән. Шуңа Сениң гәплириңгә ишәнгили болмайду, — дейишти.
14Һәзрити Әйса уларға мундақ деди:
— Мән Өзәмгә гувалиқ берип сөзлисәмму, сөзлирим һәқтур, чүнки Мән Өзәмниң қәйәрдин кәлгәнлигимни вә қәйәргә кетидиғанлиғимни билимән, лекин силәр буни билмәйсиләр. 15Силәр инсанларниң өлчими бойичә һөкүм қилисиләр, бирақ Мән һеч кимгә һөкүм қилмаймән. 16Һөкүм қилип қалсамму, һөкүмүм тоғра болатти, чүнки һөкүм қилғанда Мән ялғуз әмәс, бәлки Мени әвәткүчи Атам Мән билән биллидур. 17Силәр риайә қилидиған Тәврат қанунида: «Икки гувачиниң сөзи охшаш чиқса, уларниң сөзлири тоғра», дәп йезилған. 18Мән Өзәм үчүн Өзәм гувалиқ беримән, Мени әвәткән Атамму Мән үчүн гувачидур.
19— Атаң қәйәрдә? — дәп сорашти улар.
— Силәр йә Мени тонумайсиләр, йә Атамни. Мени тонуған болсаңлар, Атамниму тонаттиңлар, — дәп җавап бәрди һәзрити Әйса.
20Һәзрити Әйса бу тәлимләрни мәркизий ибадәтханидики сәдиқә топлинидиған йәрдә ейтқан еди. Бирақ һеч ким Уни тутмиди, чүнки Униң вақит-саати техи йетип кәлмигән еди.
Һәзрити Әйсаниң ишәнмигәнләрни агаһландуруши
21Һәзрити Әйса уларға йәнә:
— Мән бу йәрдин кетимән, силәр Мени издәйсиләр, бирақ тапалмайсиләр. Шундақла гуналириңлар кәчүрүм қилинмайла өлисиләр. Мән кетидиған йәргә силәр баралмайсиләр, — деди.
22Буниң билән йәһудий ақсақаллири:
— У: «Мән кетидиған йәргә силәр баралмайсиләр», дәйду. Бу Өзәмни өлтүрүвалимән дегәнлигимиду? — дейишти.
23Һәзрити Әйса уларға:
— Силәр бу йәрлик болуп, бу дунияға тәвә. Мән болсам асмандин кәлгән болуп, бу дунияға тәвә әмәс. 24Шуниң үчүн силәргә: «Гуналириңлар кәчүрүм қилинмай өлисиләр», дедим. Чүнки силәр Мениң «Мәңгү Бар Болғучи» #8:24 «Мәңгү Бар Болғучи» — бу Худаниң Муса пәйғәмбәргә ашкарилиған нами болуп (Чиқиш 3:14), һәзрити Әйсаму бу намни Өзигә қолланған. екәнлигимгә ишәнмисәңлар, гуналириңлар кәчүрүм қилинмай өлисиләр, — деди.
25— Сән зади Ким? — дәп сорашти улар.
— Баштин тартип силәргә немә дегән болсам, Мән шу. 26Әсли Мениң силәрни сораққа тартидиған нурғун сөзлирим бар еди. Шундақ болсиму, Мени Әвәткүчидин аңлиғанлиримнила инсанларға уқтуруватимән, чүнки У һәқтур, — деди һәзрити Әйса.
27Улар һәзрити Әйсаниң өзлиригә ейтқанлириниң Атиси Худа тоғрилиқ екәнлигини чүшинәлмиди. 28Шуңа һәзрити Әйса мундақ деди:
— Силәр Инсан Оғлини чапрас яғачқа #8:28 Чапрас яғач — римлиқларниң бирәр җинайәт қилған адәмни миқлап өлтүрүш үчүн қоллинидиған қошуш бәлгүсидә уланған икки яғачтин ибарәт болған җазалаш түврүги. миқлап тиклигәндин кейин, Униң «Мәңгү Бар Болғучи» екәнлигини билисиләр. Шундақла һеч ишни Өзлүгүмдин қилмиғанлиғимни вә пәқәт Атамниң үгәткининила сөзлигәнлигимниму билисиләр. 29Мени Әвәткүчи Мән билән биллидур, У Мени һәргиз ялғуз қоймиди, чүнки Мән һемишәм Уни хуш қилидиған ишларни қилимән.
30Һәзрити Әйса бу сөзләрни қиливатқан чағниң өзидә нурғун кишиләр Униңға ишәнди.
Һәқиқий әркинликкә ериштурғучи
31Һәзрити Әйса Өзигә ишәнгән йәһудийларға:
— Әгәр Мениң тәлимим бойичә иш көрсәңлар, Мениң һәқиқий шагиртлирим болисиләр. 32Һәқиқәтни билисиләр вә һәқиқәт силәрни әркинликкә ериштүриду, — деди.
33— Биз Ибраһимниң әвлатлиримиз, — дәп җавап беришти улар, — һеч кимгә һеч қачан қул болмидуқ. Сизниң: «Һәқиқәт силәрни әркинликкә ериштүриду», дегиниңизниң мәнаси зади немә?
34— Билип қоюңларки, гуна қилған киши гунаниң қулидур, — деди һәзрити Әйса уларға, 35— қул аилиниң мәңгүлүк әзаси болалмайду. Оғул болса, шу аилиниң мәңгүлүк әзасидур. 36Шуниң үчүн Худа Оғли силәрни әркин қилса, һәқиқий әркин болисиләр. 37Силәрниң Ибраһимниң әвлади екәнлигиңларни билимән, бирақ Мени өлтүрмәкчи болуватисиләр, чүнки Мениң тәлимим силәрниң қәлбиңларда орун алмиди. 38Мән Атамниң йенида көргәнлиримни силәргә ейтиватимән. Силәр өз атаңлардин аңлиғанлириңларни қиливатисиләр!
39— Бизниң атимиз әҗдадимиз Ибраһим, — дәп җавап қайтурушти улар.
— Ибраһимниң пәрзәнтлири болсаңлар, Ибраһимниң яхши әмәллирини қилған болаттиңлар. 40Бирақ һазир әксичә Мени, йәни Худадин аңлиған һәқиқәтни силәргә йәткүзгән Кишини өлтүрмәкчи болуватисиләр. Әҗдадиңлар Ибраһим һәргиз ундақ ишни қилмиған. 41Силәр өз атаңларниң қилғинини қиливатисиләр! — деди һәзрити Әйса.
— Биз һарамдин болмидуқ. Бизниң пәқәт бирла Атимиз бар, У болса Худадур! — дейишти улар.
42— Атаңлар Худа болған болса, Мени сөйгән болаттиңлар, — деди һәзрити Әйса, — чүнки Мән Худаниң йенидин кәлдим, шуниң үчүн бу йәрдимән. Өзлүгүмдин кәлгән әмәсмән, бәлки У тәрипидин әвәтилгәнмән. 43Сөзлиримни немишкә чүшәнмәйсиләр? Ениқки, Мениң тәлимим қулиғиңларға яқмайватиду. 44Атаңлар шәйтан болғачқа, силәрму униң һәвәслири бойичә иш қилисиләр. У әзәлдин қатил һәм һәқиқәттә турмайду, чүнки униңда һәқиқәт йоқтур. Ялған сөзләш униң тәбиий хусусийити, чүнки у ялғанчи вә ялғанчилиқниң атисидур. 45Мән болсам һәқиқәтни сөзләймән, шуңа Маңа ишәнмәйсиләр. 46Қайсиңлар Мениң гунайим бар екәнлигини испатлап берәләйсиләр, қени? Һәқиқәтни сөзлисәм немә үчүн Маңа ишәнмәйсиләр? 47Худаниң пәрзәнтлири Худаниң сөзлирини аңлайду, силәр Худаниң пәрзәнтлири болмиғанлиғиңлар үчүн, Униң сөзлирини аңлимайсиләр.
48Йәһудий ақсақаллири һәзрити Әйсаға җававән:
— Һәҗәва, бизниң Сени: «Самарийәлик #8:48 Самарийәликләр — йәһудийлар көзгә илмайдиған бир хәлиқ болуп, уларниң көз қаришичә самарийәликләр Худаниң сөзини бурмилиған вә җин тәккәнләрдур. һәм җин чаплашқан адәмсән», дегән сөзимиз тоғра әмәсму? — дейишти.
49— Маңа җин чаплашқини йоқ, — деди һәзрити Әйса, — Мән Атамни һөрмәт қилимән, лекин силәр Маңа һөрмәтсизлик қиливатисиләр. 50Мениң Өзәмни улуқлиғим йоқ, лекин Мениң улуқ болушумни халайдиған Бири бар. Униң һөкүми адилдур. 51Билип қоюңларки, Мениң тәлимим бойичә яшиған киши мәңгү өлмәйду.
52Улар һәзрити Әйсаға:
— Саңа җин чаплашқанлиғини әнди ениқ билдуқ, — дейишти — һәтта әҗдадимиз Ибраһим вә башқа пәйғәмбәрләрму өлгән турса, сән қандақчә: «Тәлимим бойичә яшайдиған киши мәңгү өлмәйду!» дәләләйсән? 53Һәҗәва, Сән аләмдин өткән атимиз Ибраһимдин вә вапат болған башқа пәйғәмбәрләрдинму үстүн турамсән? Сән Өзәңни зади қандақ адәм дәп һесаплайсән?
54Һәзрити Әйса мундақ җавап бәрди:
— Әгәр Мән Өзәмни Өзәм улуқлисам, Мениң улуқлуғум бекар болатти. Бирақ Мени Улуқлиғучи — силәр «Худайимиз» дәп атайдиған Атамниң Өзидур. 55Силәр Уни тонуп йетәлмидиңлар, лекин Мән Уни тонуймән. Уни тонумаймән десәм, силәрдәк ялғанчи болған болимән, бирақ Мән Уни тонуймән вә Униң сөзи бойичә иш көримән. 56Атаңлар Ибраһим Мениң келишимгә интизар болған һәм кәлгәнлигимни алдин-ала көрүп, интайин хошал болған.
57— Сән техи әллик яшқа кирмигән туруп, әҗдадимиз Ибраһимниму көрдүңму? — дейишти улар.
58Һәзрити Әйса уларға:
— Билип қоюңларки, Мән Ибраһим туғулмастинла бар едим! — деди.
59Буниң билән улар йәрдин таш елип, һәзрити Әйсани чалма-кесәк қилмақчи болушти, лекин У Өзини далдиға елип, мәркизий ибадәтханидин чиқип кәтти.
Aktuálne označené:
Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 8: HZUTCYR
Zvýraznenie
Zdieľať
Kopírovať
Chceš mať svoje zvýraznenia uložené vo všetkých zariadeniach? Zaregistruj sa alebo sa prihlás
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti

: