Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 9
9
Һәзрити Әйсаниң туғма қарғуни сақайтиши
1Һәзрити Әйса йолда кетиветип, туғма қарғу бир адәмни көрди. 2Шагиртлири һәзрити Әйсадин:
— Устаз, бу адәмниң туғма қарғу болуши кимниң гуна қилғанлиғидин болған? Өзиниңму яки ата-анисиниңму? — дәп сорашти.
3Һәзрити Әйса мундақ җавап бәрди:
— Өзи яки ата-анисиниң гуна қилғанлиғидин әмәс, бәлки Худаниң Өз қудритини униң һаятида аян қилмақчи болғанлиғидиндур. 4Күнниң йоруқ вақтида Мени Әвәткүчиниң бизгә тапшурған вәзиписини ада қилишимиз керәк. Кәч кирип қараңғу чүшүп кәтсә, һеч ким иш қилалмайду. 5Дунияда болған мәзгилимдә дунияниң нури Өзәмдурмән.
6Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилғандин кейин, йәргә түкүрүп, түкүрүк билән лай қилип, лайни һелиқи адәмниң көзлиригә сүркәп қойди 7вә униңға: «Силоһа көлчигигә берип, көзлириңни жуй», деди. («Силоһа» ибранийчә сөз болуп, «әвәтилгүчи» дегән мәнани бериду.)
Һелиқи адәм һәзрити Әйсаниң дегини бойичә қилди вә көзлири ечилған һалда қайтти. 8Хошнилири вә тиләмчилик қилғинида уни көргәнләр:
— Бу олтирип тиләмчилик қилидиған һелиқи адәм әмәсму? — дейишти.
9Бәзиләр: «Һә-ә, шу» — десә, йәнә бәзиләр: «Яқ, у әмәс, амма униңға охшайдикән», дейишти.
Бирақ у өзи:
— Мән дәл шу киши болимән! — деди.
10— Ундақта, көзлириң қандақ ечилди? — дәп сорашти улар.
11У мундақ җавап бәрди:
— Әйса дегән бир Киши түкүрүгидин лай қилип, көзлиримгә сүркәп қоюп, маңа: «Силоһа көлчигигә берип, көзлириңни жуй», дегән еди. Мән у йәргә берип жуйсам, көзлирим ечилип кәтти.
12— У һазир қәйәрдә? — дәп сорашти улар.
— Билмәймән, — деди у.
Пәрисийләрниң вақиәни сүрүштүрүши
13Халайиқ илгири қарғу болған бу адәмни пәрисийләрниң йениға елип беришти. 14Һәзрити Әйса лай қилип, бу адәмниң көзлирини сақайтқан күн — дәл дәм елиш күни еди. 15Пәрисийләр бу адәмдин көзлириниң қандақ ечилғанлиғини сориведи, у: «У көзлиримгә лай сүркәп қойди, андин көзүмни жуйдум. Һазир мана көрәләйдиған болдум!» деди.
16Шуниң билән пәрисийләрдин бәзилири:
— У Адәм Худаниң йенидин кәлгән әмәс, чүнки У дәм елиш күни иш қилмаслиқ әмригә хилаплиқ қилди, — дейишти.
Йәнә бәзилири:
— Гунакар болса, қандақларчә бундақ мөҗүзиләрни яриталайду? — дейишти.
Буниң билән уларниң арисида бөлүнүш пәйда болди. 17Улар қарғу адәмдин йәнә:
— Көзлириңни ачқан бу адәм сениңчә қандақ адәмду? — дәп сорашти.
— У бир пәйғәмбәр, — деди һелиқи адәм.
18Йәһудий ақсақаллири көзлири ечилған адәмниң ата-анисини тепип кәлмигичә, бурун униң қарғу екәнлигигә вә һазир көзлириниң ечилғанлиғиға ишәнмәтти. Шуңа улар униң ата-анисини чақиртип, 19улардин:
— Туғма қарғу дегән оғлуңлар мошуму? Һазир қандақларчә көрәләйдиған болуп қалди? — дәп сорашти.
20— Униң бизниң оғлумиз екәнлиги вә туғулушидинла қарғу екәнлиги раст, 21лекин һазир қандақларчә көрәләйдиған болуп қалғанлиғини, көзлирини ким ачқанлиғини билмәймиз. Уни өзәңлар сораңлар, у чоң адәм турса, өз ишини өзи сөзләп бәрсун, — дәп җавап бәрди униң ата-аниси.
22Улар йәһудий ақсақаллиридин қорққанлиғи үчүн шундақ дейишти, чүнки йәһудий ақсақаллири һәзрити Әйсани Қутқазғучи-Мәсиһ, дәп етирап қилғанларни ибадәтхана җамаитидин қоғлап чиқиришни қарар қилған еди. 23Шуниң үчүн һелиқи адәмниң ата-аниси: «У чоң адәм турса, өзидин сораңлар», дегән еди.
24Пәрисийләр илгири қарғу болған у адәмни йәнә чақирип:
— Худа алдида қәсәм қил! Биз бу Адәмниң гунакар екәнлигини билимиз, — дейишти.
25У мундақ җавап бәрди:
— Униң гунакар яки гунакар әмәслигини билмәймән. Мән пәқәт бирла нәрсини билимән, у болсиму қарғу едим, һазир көрәләйдиған болдум.
26Бу чағда улар:
— У саңа немә чарә қилди? Көзлириңни қандақ ачти? — дәп сорашти.
27У җававән:
— Силәргә ейтсам, қулақ салмидиңлар. Йәнә қандақларчә аңлимақчи болуп қалдиңлар? Силәрму Униң шагиртлири болмақчиму немә?! — деди.
28Буниң билән улар уни һақарәтләп:
— Сән У әбләхниң шагирти! Биз болсақ Муса пәйғәмбәрниң шагиртлири. 29Худаниң Муса пәйғәмбәргә сөзлигәнлигини билимиз. Бу әбләхниң болса, әң қисқиси, қәйәрдин кәлгәнлигиниму билмәймиз, — дейишти.
30Һелиқи адәм уларға мундақ җавап қайтурди:
— Әҗайип ишқу бу! У көзлиримни ачти. Шундақтиму силәр Униң қәйәрдин кәлгәнлигини билмидиңлар. 31Биз билимизки, Худа гунакарларниң тилигини аңлимайду, бәлки Өзигә ибадәт қилған вә ирадисини ишқа ашурғанларниңкини аңлайду. 32Дуния яритилғандин бери бирәр кишиниң туғма қарғуниң көзини ачқанлиғини аңлап баққан әмәсмиз. 33Бу Адәм Худа тәрипидин әвәтилмигән болса, һеч немә қилалмиған болатти.
34Улар уни:
— Сән гуна ичидә туғулған туруп, әнди бизгә тәлим бәрмәкчимусән? — дейишип, ибадәтханидин қоғлап чиқиришти.
Роһий қарғулуқ
35Һәзрити Әйса уларниң һелиқи адәмни ибадәтханидин қоғлап чиқарғанлиғини аңлап, уни издәп тепип:
— Сән Инсан Оғлиға ишинәмсән? — дәп сориди.
36— Һәзрәтлири, У Ким? Ейтип бәргәйсиз, Униңға ишинәй, — деди һелиқи адәм.
37— Уни көрүп турупсән, һазир сән билән сөзлишиватқан дәл шуниң Өзи, — деди һәзрити Әйса униңға.
38Һелиқи адәм:
— Әй Рәббим, Саңа ишәндим! — дәп һәзрити Әйсаға сәҗдә қилди.
39— Дуниядики адәмләр үстидин һөкүм чиқарғили кәлдим, корларни көридиған қилиш, көримән дәйдиғанларға уларниң кор екәнлигини көрситиш үчүн кәлдим, — деди һәзрити Әйса.
40Униң йенидики бәзи пәрисийләр бу сөзләрни аңлап:
— Бу бизниму кор дәп қариғанлиқ әмәсту? — дәп сорашти.
41— Кор болған болсаңлар, гунакар болмиған болаттиңлар, — деди һәзрити Әйса, — лекин һазир «көрүватимиз» дегәнлигиңлар үчүн гунакарсиләр.
Aktuálne označené:
Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 9: HZUTCYR
Zvýraznenie
Zdieľať
Kopírovať
Chceš mať svoje zvýraznenia uložené vo všetkých zariadeniach? Zaregistruj sa alebo sa prihlás
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti

: