Аләмниң яритилиши Қисқичә чүшәндүрүш
Қисқичә чүшәндүрүш
«Аләмниң яритилишида» дуния вә инсанларниң яритилиши, гуна вә азап-оқубәтләрниң пәйда болуши һәм Худаниң инсанлар билән болған алақиси қатарлиқ мәзмунлар баян қилиниду. Адәм ата билән Һава ана, Нуһ пәйғәмбәр вә топан апити һәм Ибраһим вә униң Худаға болған күчлүк ишәнчи тоғрисидики мәзмунларму тәсвирлиниду. Униңдин кейин Ибраһимниң оғуллири Исмаил, Исһақ вә нәврилири, болупму Йүсүп һәм Йүсүп дәвридә йүз бәргән вақиәләр түпәйлидин йәһудийларниң әҗдатлириниң Мисирға көчүп кәткәнлиги тоғрисидики мәзмунлар баян қилиниду.
Тезис:
1. Аләмниң яритилиши (1-2-баплар)
2. Гунаниң пәйда болуши (3-бап)
3. Адәм атиниң әвлатлири (4-5-баплар)
4. Топан апити вә Нуһ пәйғәмбәр (6-10-баплар)
5. Тилниң қалаймиқанлаштуруветилиши (11-бап 1-9-айәтләр)
6. Ибраһимниң чақирилиши вә униң һаяти (11-бап 10-айәттин 25-бап 11-айәткичә)
7. Ибраһимниң әвлатлири (25-бап 21-айәттин 45-бапқичә)
8. Исраилларниң Мисирға бериши вә у йәрдә туруп қелиши (46-50-баплар)
Kasalukuyang Napili:
Аләмниң яритилиши Қисқичә чүшәндүрүш: HZUTCYR
Haylayt
Ibahagi
Kopyahin
Gusto mo bang ma-save ang iyong mga hinaylayt sa lahat ng iyong device? Mag-sign up o mag-sign in
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti