Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 13
13
Һәзрити Әйсаниң Өз шагиртлириниң путини жуюп қоюши
1«Өтүп кетиш» һейтиниң һарписи еди. Һәзрити Әйса бу дуниядин айрилип, Атисиниң йениға кетидиған вақитниң йетип кәлгәнлигини билди. У бу дуниядики Өз адәмлиригә болған меһир-муһәббитини бурунла көрсәткән болуп, униң қанчилик чоңқурлуғини әнди толуқ көрсәтмәкчи еди.
2Һәзрити Әйса шагиртлири билән кәчлик тамақта биллә болди. Шәйтан аллибурун Симунниң оғли Йәһуда Ишқарийотниң көңлигә һәзрити Әйсани йәһудий ақсақаллириға тутуп бериш вәс-вәсисини салған еди. 3Һәзрити Әйса Атисиниң һәммә һоқуқни Өзигә аманәт қилғанлиғини, Атиси Худаниң йенидин келип, Худаниң йениға кетидиғанлиғини биләтти. 4У дәстихандин туруп, тонини йешип, бир лөңгә билән белини бағлиди. 5Андин бир җавурға су қуюп, шагиртларниң путлирини жуюшқа вә белигә бағлиған лөңгә билән сүртүп қурутушқа башлиди. 6Новәт Симун Петрусқа кәлгәндә, Петрус:
— Әй Рәббим, путумни Сиз жуйсиңиз қандақ болғини?! — деди.
7Һәзрити Әйса униңға:
— Немә қиливатқинимни һазир чүшәнмәйсән, лекин кейин чүшинисән, — деди.
8— Мән путумни һәргиз сизгә жуйғузмаймән! — деди Петрус.
— Путуңни жуймисам, сән Мән билән биргә болалмайсән, — дегән җавапни қайтурди һәзрити Әйса.
9Симун Петрус:
— Әй Рәббим, ундақта путлиримнила әмәс, қоллиримниму, бешимниму жуйғайсиз! — деди.
10Һәзрити Әйса униңға:
— Жуюнуп болған адәмниң қайта жуюнушиниң һаҗити йоқ, пәқәт путлирини жуйсила, пүтүн әзаси пак болиду. Силәрму гуналириңлардин пак, лекин һәммиңлар әмәс, — деди.
11(Һәзрити Әйса Өзини кимниң тутуп беридиғанлиғини биләтти. Шуниң үчүн У һәммисиниңла пак әмәслигини дегән еди.)
12Һәзрити Әйса уларниң путлирини жуюп болғандин кейин, тонини кийип йәнә дәстиханға олтарди вә уларға мундақ деди:
— Силәр немә қилғанлиғимни чүшәндиңларму? 13Силәр Мени «Рәббим» вә «Устазим» дәйсиләр, раст ейтисиләр, әмәлияттиму шундақ. 14Мән Рәббиңлар вә Устазиңлар туруп путлириңларни жуйғандин кейин, силәрму бир-бириңларниң путлирини жуюшуңлар керәк. 15Бу силәрниң Маңа охшаш башқиларға хизмәт қилишиңлар үчүн көрсәткән үлгәмдур. 16Билип қоюңларки, қул ғоҗайинидин үстүн турмайду, әлчиму өзини әвәткүчидин үстүн турмайду. 17Бу ишларни билгән екәнсиләр, силәрму шундақ қилсаңлар, нәқәдәр бәхитликсиләр!
Һәзрити Әйсаниң сатқунлуққа учришини алдин-ала ейтиши
18«Силәр гуналириңлардин пак» дегән сөзүм һәммиңларға қаритилған әмәс. Мән таллиғанлиримни билимән, лекин Муқәддәс Язмиларда алдин-ала ейтилған: «Мән билән һәмдәстихан болуп, ненимни йегән достум Мәндин үз өриди», дәп ейтилған бу сөз әмәлгә ашурулуши керәк. 19Силәргә бу иш йүз бериштин авал ейтип қояйки, у ишлар йүз бәргәндә Мениң «Мәңгү Бар Болғучи» екәнлигимгә ишинисиләр. 20Йәнә шуни билип қоюңларки, Мән әвәткән һәр қандақ бир кишини қобул қилғанлар Мени қобул қилған болиду. Мени қобул қилғанлар болса, Мени Әвәткүчи Худани қобул қилған болиду.
21Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилғандин кейин, қаттиқ азапланған һалда очуғини ейтти:
— Билип қоюңларки, араңларда бири Маңа сатқунлуқ қилиду.
22Шагиртлар кимни дәватқанлиғини чүшәнмәй, бир-биригә қарашти. 23Һәзрити Әйса интайин яхши көриду дәп қаралған шагирт Униң йенида йеничә ятатти. 24Симун Петрус униңға һәзрити Әйсадин кимни демәкчи болғанлиғини сорап беқишни ишарәт қилди.
25Шуңа у һәзрити Әйсаға йеқин келип, төвән авазда:
— Әй Рәббим, Сизгә сатқунлуқ қилидиған ким? — дәп сориди.
26Һәзрити Әйса:
— Бир чишләм нанни ашқа чилап кимгә сунсам, шу, — дәп җавап бәрди. Кейин У нанни ашқа чилап, Симунниң оғли Йәһуда Ишқарийотқа сунди. 27Йәһуда нанни елишиғила ичигә шәйтан кирди.
— Қилидиғиниңни чапсан қил, — деди һәзрити Әйса униңға.
28Дәстиханда олтарғанларниң һеч қайсиси һәзрити Әйсаниң Йәһудаға бу сөзләрни немә үчүн қилғанлиғини чүшәнмиди. 29Уларниң ортақ пули Йәһудада болғанлиқтин, бәзиләр һәзрити Әйса униңға: «Һейтлиқ нәрсиләрни елип кәл» яки «Кәмбәғәлләргә бир нәрсә бәр», демәкчи болса керәк, дәп ойлашти.
30Йәһуда нанни елипла ташқириға чиқип кәтти. Бу чағ кечә еди.
Йеңи әмир
31Йәһуда ташқириға чиқип кәткәндин кейин һәзрити Әйса мундақ деди:
— Әнди Инсан Оғлиниң шан-шәриви көрүнидиған вақит-саат йетип кәлди. У арқилиқ Худаниң шан-шәривиму аян болиду. 32Худаниң шан-шәриви У арқилиқ аян болған екән, Худа Өзиму Инсан Оғлиниң шан-шәривини дәрһал аян қилиду. 33Балилирим, Мениң әнди силәр билән биллә болидиған вақтим аз қалди. Кейин силәр Мени издәйсиләр, лекин йәһудий ақсақаллириға ейтқинимдәк, силәргиму ейтимәнки, Мән баридиған йәргә силәр баралмайсиләр. 34Һазир силәргә йеңи бир әмир беримән. «Бир-бириңларға меһир-муһәббәт көрситиңлар. Силәрни сөйгинимдәк, силәрму бир-бириңларни сөйүңлар». 35Бир-бириңларға меһир-муһәббитиңлар болса, һәммиси силәрниң Мениң шагиртлирим екәнлигиңларни тонуйду.
Һәзрити Әйсаниң Петрусниң танидиғанлиғини ейтиши
36Симун Петрус һәзрити Әйсадин:
— Әй Рәббим, қәйәргә барисиз? — дәп сориди.
— Мән кетидиған йәргә һазирчә әгишип баралмайсән, лекин кейин барисән, — дәп җавап бәрди һәзрити Әйса.
37Петрус Униңға:
— Әй Рәббим, немә үчүн һазир Сизниң кәйниңиздин баралмаймән? Сиз үчүн җеним пида! — деди.
38Һәзрити Әйса мундақ деди:
— Мән үчүн расттинла җениң пидаму? Билип қойғинки, ғораз чиллаштин бурун, сән Мәндин үч қетим танисән.
Aktuálne označené:
Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 13: HZUTCYR
Zvýraznenie
Zdieľať
Kopírovať
Chceš mať svoje zvýraznenia uložené vo všetkých zariadeniach? Zaregistruj sa alebo sa prihlás
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti